Буниңдин кейин америкидики висконсин университетида уйғур тилидинму дәрс өтилиду
2007.02.21
Бүгүн б д т ниң дуня ана тили күни. Мушу күндә америкидики висконсин университетиниң мәлум қилишичә, америка маарип министирлиқи хәтәр астида қалған тилларни қутқузуш мәблиғидин висконсин университетиниң оттура асиядики бир-биригә четилидиған тиллар программиси үчүн 379 миң америка доллири мәбләғ аҗритип бәргән.
Хәвәрдә баян қилинишичә, бу универиситетта түркий тиллар дәрслики дегән даиридә узун йиллардин буян қазақ тили асас қилинип, башқа түрки тиллар қошумчә қилинған икән. Һазир болса бу факолтетта үзбек тили асасида буниңға четилидиған әмма пәрқлиқ тәләппуз қилинидиған қазақ, уйғур, түркмән қатарлиқ башқа түрки тиллар буйичә дәрс өтиливатиду. Бу факолтетниң буниңдин кейинки түрки тиллар дәрслики оқуғучиларни түркий тиллардин бирни өгәнсә униң башқа вариянтлирини бималал чүшинидиған қилишни мәқсәт қилидикән.
Дуня уйғур қурултейиниң баянатчиси дилшат ришит бүгүнки дуня ана тили күни мунасивити билән баянат елан қилип, хитай һөкүмитиниң "қош тиллиқ маарип" дегән нам астида уйғур тилини йоқ қилишқа киришкәнликини әйиблиди вә хитай һөкүмитиниң һазирқи уйғур аптоном районида уйғур тилиниң асаслиқ қанунлуқ орниға дәхл -тәроз қилмаслиқи лазимлиқини көрсәтти. (Вәли)
- Уйғур зиялилар арисида уйғур тилини қоғдаш имза топлаш һәрикити қозғалди
- Америка дөләт мәҗлисиниң бир зиярәт өмики уйғур аптоном районида тәкшүрүш елип бармақчи
- Америка ташқи ишлар министирлики: гуәнтанамодики уйғурлар хитайға қайтурулмайду
- Америка, пуқралирини уйғур аптоном райониға бармаслиққа агаһландурди