Америкидики верҗиня техника университетида йүз бәргән қирғинчилиқ вәқәси давамлиқ тәкшүрүлмәктә


2007.04.19

4 ‏- Айниң 16 ‏- күни әтигән саәт 7 дин 11 гичә болған бир нәччә саәт вақит ичидә, америкиниң верҗиня штатидики техника университетида 33 адәм һаятидин айрилған, 15 адәм яриланған бир вәһши қирғинчилиқ йүз бәргән иди. Пүтүн мәктәп, җәмийәт вә дөләт бу вәқәдә һаятидин айрилған бигунаһ кишиләрни әслиди, уларға тәзийә билдүрди.

Шуниңдин буян һәммә ишта әркинлик, демократийә вә қанун өлчәмлири асас қилинидиған бу дөләттә, шу қәдәр вәһши усул билән елип берилған бу қирғинчилиқ делоси йәнила пакит асасида, әстайидиллиқ билән тәкшүрүп ениқланмақта.

Вәқәниң пакитлири бир-бирләп тәкшүрүлмәктә

Һазир учур вастилири елан қилған қатил җәнубий корийидин 8 йешида америкиға келип, америкида мәңгу туруп қелиш һуқуқи) йешил карт( ға еришкән 23 яшлиқ чавсйоңхуй. У верҗиня техника университети енгилиз тили паколтетиниң иккинчи йиллиқ оқуғучиси. Америка дөләт радио-телевизийә NBC ширкити4 ‏- айниң 17 ‏- күни кәчтә елан қилған хәвәргә асасланғанда, қатил дәсләптә ятақ бинасида икки адәмни, кейин йәнә оқутуш бинасида 32 адәмни етип ташлап, 15 адәмни яриландурғандин кейин, бир саәт 45 минот өткәндә, дөләт радио-телевизийә ширкити бир парчә електронлуқ халта тапшуруп алған.

Бу халтини дөләт тәкшүрүш идарисиға йоллап бәргән. Дөләт тәкшүрүш идариси бу һәқтә учур ‏- хәвәр елан қилиштин бурун, дөләт радио-телевизийә ширкити өзи бу електронлуқ халитиниң бәзи мәзмунлирини ашкарилиған. Бу електронлуқ халтида җавниң өзиниң рәсимлири вә авази бар. Униңда җав ғәзәпләнгән, икки қолида тапанча тутқан, етишқа тәйяр турған , болқа билән урушқа тәйяр турған, өзиниң пишанисигә тапанча тәңлигән көрүнүшләр бар. Униң қалдурған сөзлири ретимсиз.

Ғәзәб вә һесдашлиқ

Америка верҗиня техника университетиниң оқуғучилири вә җәмийәт әһли мәктәптә кечидә шам йеқип, қирғинчилиқта һаятидин айрилған сүйүмлук кишилирини әслигәндә, һаятлиқ, тәһдит, қечиш, милтиқ авази, қутқузуш ... Дегән бәлгиләр һәммәйләнниң көз алдиға кәлгән иди. Җамаәт верҗиня техника университетиниң исраилийилик профессори ливию либраскониң наминиму тилға алди. У сиртта аңланған қия-чияни аңлап дәрһал синипниң ишикини тақивелип, оқуғучиларни оқтин сақлинишқа дәвәт қилған бир устаз иди.

Авиатсийә саһәсидә йетилгән- пишқан, адәттә наһайити рәтлик кейинидиған, ишта әстайидил, юмурлуқ сөзләйдиған бу 76 яшлиқ мәшһур профессорниң сәбдашлири, гетлерниң җаза лагирида өзини өлүмдин қутулдуруп қалған бу әрбабниң кейинки вақитларда хәтәр алдида һәргиз иккиләнмәстин өзиниң оқуғучилирини қоғдашни талливалидиғанлиқиға ишинәтти, бу устаз ахир бу қирғинчилиқниң қатили тәрипидин етип ташланған.

Австралийилик оқуғучи алана фрагар бу вәқәдә бир дости етип ташланғанлиқини әсләп қаттиқ ечинди. У өзи 32 адәм етип ташланған оқутуш бинасидин 500 метир йерақлита елеитронлуқ хәтчәклирини көрүп болғичә дәрскә кечиккәнлики үчүн үлүмдин сақлинип қалған иди. Бир пәләстинлик оқуғучиму сүйүмлүк кишиләрни әслиди. У вәқә йүз бәргәндә, сирттин милитиқ авази чиққан тәрәпкә қарап югүргән, әмма оқутуш бинаси ичигә керәлмәй етилған оқ авазини сиртта туруп янфони билән хатиривалған иди.

Мутәхәссисләр бундақ қирғинчилиқтин қандақ сақлиниш һәққидә ойланмақта

Америкидәк әркинлик, демократийә вә қанун асасида иш биҗирилидиған бундақ бир дөләттә, парчә учурлардин бир мукәммәл, тоғра, илмий вә қануний йәкүн чиқиришқа мәлум җәрян кетиду. Һазир маарип тармақлири, қанун тармақлири, мәһәллә әһли қандақ қилип бирликтә тәдбир қоллинип, мәдәнийәт дунясида бундақ қирғинчилиқтин қандақ сақлиниш һәққидә ойланмақта.

Писхологларниң баян қилишичә, қатил бир ғәлитә хуйлуқ адәм. У адәттә дәрсханиға киргәндә өзиниң исмини тизимликкә язмайтти, башқилар униң исмини вакалитән йезип қойса, өзи униңға суал бәлгиси қоюп қоятти. Көпинчә қара көз әйнәк тақап, шәпкиисни чүңкәп кейивалатти. Орунлиған тапшуруқ мақалилирида 'өлүм' уқумини көп тилған алатти. Униң қалдуруп кәткән авазлиридин қариғанда, униң байларниң балилириға вә динға үчмәнлики бар. Пүтүн җәмийәт, бундақ роһий һаләтниң партлап чиқип паҗиә пәйда қилишидин, худди әйдиз кесәлликини давалиғандәк, униң тарқилип кетишиниң алдини елиш зөрүр болғандәк чарә қоллиниш керәкликини оттуриға қоюшти .

Бәзи писхологлар, бундақ қатил көпчиликкә қетилмайдиған, өзидики хаталиқни һәргиз етирап қилмайдиған, җимғур роһий һаләтлик кишиләрдин көп чиқиду, десә, йәнә бәзи писхологлар, һәммә қатил ундақ әмәс, бәзилири көпчилик уни ариға алмай йәклигәнликтин ғәзәплинип җинайәт садир қилиду, дәп қарайду. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.