Вашингтон пост гезити абликим абдуреһимниң 9 йиллиқ қамақ җазасиға һокум қилинғанлиқи мунасивити билән баш мақалә илан қилди
2007.04.26
Абликим абдуреһимниң 9 йиллиқ қамақ җазасиға һокум қилиниғанлиқи мунасивити билән америкиниң пайтәхти вашингтонда чиқидиған вашингтон пост гезитидә баш мақалә илан қилинди.
17 - Април хитай һөкүмити, дуня уйғур қурултийи рәиси, мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханимниң оғли абликим абдуреһимға, "торда бөлгүнчиликни тәрғип қилидиған мақалиләрни тарқатқан, аммини хитай һөкүмитигә қарши һәрикәт қилишқа қутратқан вә хитайниң азсанлиқ милләт сияситини бурмилайдиған мақалиләрни язған"дегән гунаһларни артип 9 йиллиқ қамақ җазасиға һокум қилған иди.
Хитайниң бу қилмишиға қарита хәлқара миқясидики мәтбуатлар охшимайдиған һәр түрлук инкасларни қайтурушти.
Вашингтон пост гезитиниң 26 - априлдики санида абликим абдуреһимниң җаза һөкүми һәққидә елан қилинған башмақалидә көрситилишичә, абликим абдуреһимниң 9 йиллиқ қамақ җазасиға һокум қилинишидики бирдин - бир гунаһи, униң кишилик һоқуқ тәрғибати билән шуғуллинидиған бир аниниң балиси болуп қалғанлиқи икән.
Мақалидә мундақ дейилгән : "хитай абликим абдуреһимни 9 йиллиқ қамақ җазасиға һокум қилди. Униң гунаһи немә? униң гунаһи, анисиниң кишилик һоқуқ паалийәтчиси болғанлиқи."
Мәзкур мақалидә, абликим абдуреһимға артилған "торда бөлгүнчиликни тәрғип қилидиған мақалиләрни тарқатқан" гунаһ һәққидиму тохталған болуп, хитайниң шинхуа агентлиқиниң қәйт қилишичә, абликим яху ториниң уйғурчә тор бекитини башқурғучиға үзүлдүрмәй хәт йезип мәзкур темилардики мақалиләрни тода елан қилип беришини тәләп қилған, буниң ғәлитә икәнликини тәкитлигән мақалидә, яхо ториниң нә уйғурчә тор бетиниң, нә уйғур тор башқурғучисиниң болуп бақмиғанлиқи оттуриға қоюлған.
Хитай тәрәп абликим абдуреһим үстидә ечилған сотниң очуқ- ашкара вә адил йосунда елип берилғанлиқини тәкитләп кәлгән болсиму, униң аилә тавабиатлириниң билдүрүшичә, абликимниң адвокат яллишиға йол қоюлмиған икән. Мәзкур баш мақалидә мундақ дейилгән: "пакитлардин көрә, хитайлар абликим әпәндиниң устидин "очуқ сот" ачтуқ дәп кәлди. Әгәр ундақ болса хитай һөкүмити, абликимгә очуқ вә адил йосунда наразилиқ әрзи сунушқа йол қоюп буни испатлисун " дейилгән. (Җүмә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Абликим абдуреһимниң қолға елинғанлиғи - дуняниң көзидә
- Рабийә қадир ханим бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишниң йиллиқ йиғиниға қатнашти
- Хәлқара тәшкилатлар хитай һөкүмитиниң рабийә ханим вә дуня уйғур қурултийи тоғрисидики сөзлиригә җаваб қайтурди
- Рабийә қадир ханим явропа парламинтиға хәт йезип нирҗ дева әпәндиниң уйғурлар һәққидики баянлириға рәддийә бәрди
- Рабийә ханим канада баш минстири стипан харпер билән көрүшти
- Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир ханим бүгүн канадаға кәтти
- Җаһангир поча: рабийә қадир уйғурларниң далай ламаси
- Уйғур миллий һәрикитиниң рәһбири рабийә қадир индиянна штатида