Вен җябавниң бу қетимқи зиярити арқилиқ японийә -хитайниң өз-ара ортақлишалайдиғини пәқәт иқтисадий түрләрдинла ибарәт болуши мумкин
2007.04.11
Хитайниң баш минситири вен җябав 4 - айниң 11 - күни үч күнлүк японийә зияритини башлиди. Бу хитай баш министирлириниң 2000 - йилидин буянқи тунҗи қетим японийини зиярәт қилиши болуп һесаблиниду. Хитай учур вастилири вен җябавниң бу қетимқи японийә зияритини хитай -япон оттурисидики 'музни еритидиған' зиярәт дәп хәвәр қилған иди. Б б с ниң бүгүн хәвәр қилишичә, вен җябав японийигә келипла 'бизниң сөһбитимиз истратегийилик вә оз -ара мәнпәәт йәткүзидиған мунасивәт орнитиш үстидә болиду' дәп җакарлиған.
японийиниң ниппон хосокякай NHK агентлиқи "японийә билән хитай оттурисида кәлгүсидики мунасивәт һәққидә елип берилидиған сөһбәт игилик һоқуқи талаш-тартишта туруватқан деңизда бирликтә нефитлик ечиш, корийә йерим арилини ядро қораллиридин хали қилиш, тарихқа тоғра көз қарашта болуш җәһәтләрдә болиду" дәп хәвәр қилди. Америка авазиниң хәвәр қилишичә, вен җябав японийини зиярәт қилишқа башлиғандин кейин, хитай-японийә оттурисидики ихтилапларни тилға елиштин имкан қәдәр өзини чәткә алған. Хәлқарадики хитай- японийә мунасивәтлири мутәхәссислириниң тәһлиллиригә қариғанда, вен җябавниң бу қетимқи японийә зиярити арқилқ японийә -хитайниң өз-ара ортақлишалайдиғини пәқәт иқтисадий түрләрдинла ибарәт болуши мумкин. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай баш министири вен җиябав хитай-японийә арисидики нәччә йиллиқ адавәтни түгитиш арзусида японийидә зиярәттә болиду
- японийә билән австралийә бихәтәрлик келишими түзди
- японийә ички кабинет әзаси : японийә хитайниң ютувелиш тәһдити астида
- Хитай ташқи ишлар министири ли җавшиң японийә баш министири билән көрүшти
- Хитай рәһбәрлири келәр йили японийини зиярәт қилиши мумкин