Америка вейтнам билән һәрбий һәмкарлиқини күчәйтишкә башлиди

Америка дөләт мудапиә министири доналд дүшәнбә күни ханойда вейтнамниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири билән сөһбәт елип берип, америка - вейтнам һәрбий һәмкарлиқини күчәйтиш мәсилисидә пикир бирликигә кәлди. Келишим бойичә америка вейтнам һәрбий хадимлириға тексас штатидики һәрбий базисида тиббий вә мина тазилаш тәлим тәрбийиси елип бармақчи.

Ройтерс ахбарат агентлиқи вейтнамни америка дөләт мудапиә министирлиқи зич алақә орнитишни үмид қилип келиватқан асия дөләтлириниң бири, дәп тәкитлигән. Ройтерсниң әскәртишичә, америкиниң мәқсиди террорчилиққа қарши уруш вә күнсери күчийиватқан хитайни қамал қилиштур. Рамсфилд мухбирларға вейтнам рәһбәрлири билән өткүзгән сөһбити һәққидә тохтилип," биз ортақ тиләклиримиз, келишимдики һәр қайси дәриҗилик һәрбий алмаштуруш вә һәрбий қисимларниң мунасивитини күчәйтиш мәсилилири бойичә музакирә елип бардуқ" деди.

Рамсфилд 1975 -йили шималий вейтнам америкини җәнубий вейтнамдин қоғлап чиқарғандин бери америкиниң ханойни зиярәт қилған 2 - дөләт мудапиә министири болуп һесаблиниду. Вейтнам баш министири фан ванкәй рамсфилдниң зияритини " икки тәрәп дөләт мудапиә саһәсиниң район тинчлиқи үчүн һәмкарлиқни күчәйтиш һәрикити " дәп атиди.

Хитай 1960 вә 1970 - йилларда коммунистик вейтнамни пүтүн күчи билән қоллиған. Лекин бу вейтнам билән җуңго арисида 1979 - йили чегра тоқунуши йүз беришигә тосалғу болалмиди. Совет иттипақи ағдурулған вә җуңго асияда баш көтүрүшкә башлиғандин кейин, вейтнам америка билән иттипақини күчәйтмәктә. Рамсфилд вейтнамни " зиһни - қувәткә толған" дөләт дәп махтиди. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org