Америка дөләт мәҗлиси әзалири хәлқ пулиниң тегишиш қиммити мәсилисидә хитайға бесим ишләтмәктә
2005.06.09
Америка президенти җорҗ буш чаршәнбә күни хитайниң пат арида хәлқ пулини тегишиш түзүмини ислаһ қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди.
У бу сөзни, америка дөләт мәҗлиси әзалири бейҗиңға хәлқ пулиниң қиммитини қайта баһалаш һәққидә бесим ишлитиватқан бир пәйттә ейтқан.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, америка дөләт мәҗлиси әзалири ичидә хәлқ пулиниң тегишиш қиммитини әркин қоюветиш һәққидә хитайға бесим ишлитишни тәләп қилғанларниң сани барғансири ашмақта. Улар хитайни хәлқ пулиниң тигишиш қиммитини қәстән төвән тутуп, хитай маллириниң баһасини төвәнләткән вә бу арқилиқ дуня базириға сәлбий тәсир көрсәтмәктә дәп қарайдикән.
Нөвәттә америка дөләт мәҗлисидики бир гуруппа әзалар, әгәр хитай алтә ай ичидә хәлқ пулиниң тегишиш қиммитини қоювәтмисә, хитайдин импорт қилидиған малларға 27.5٪ Таможна беҗи елиш лаһийисини дөләт мәҗлисиниң мақуллиқидин өткүзүшкә тиришмақта. Бу лаһийә дөләт мәҗлисидики барғансири көплигән әзаларниң қоллишиға еришмәктә икән. (Арзу)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка хитайниң хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүшини йәнә тәләп қилди
- Америка, хитайни хәлқ пулиниң қиммитини өстүрүшкә үндиди
- Америка, хитайни хәлқ пулиға болған контроллуқ мәсилисидә агаһландурди
- Америка билән хитай хәлқ пулиниң қиммитини тәңшәш мәсилисини музакирә қилиду
- Америка хитайға қаратқан сияситини чиңитмақта









