Синов хитайни хәлқ пулиниң қиммитини қоюветишкә чақирди

Америка малийә министири җон синов сәйшәнбә күни хитайдики зияритини башлиди. У, шу күни хитай һөкүмитидин хәлқ пулини контрол қилишни бошаштуруп, пулниң қиммитини базар арқилиқ тәңшәшкә чақирди.

Америка хитайни хәлқ пулиниң қиммитини әрзән тутуш арқилиқ хитайға адаләтсиз риқабәт пурсити яритип, америка карханилирини зиянға учратти, дәп әйиблимәктә.

Хитай дөләт тәрәққият вә ислаһат комитетиниң ашкарилишичә, хитай иқтисадиниң тәрәққият сүрити бу йилниң дәсләпки 9 ейида % 9.4 Ашқан. Хитай иқтисадиниң тәрәққияти вә ташқи содиниң тез көпийиши америка вә явропа әллиригә җиддий бесим шәкилләндүрмәктә. Болупму хәлқ пулиниң қиммити әң муһим мәсилә болуп һесаблиниду.

Хитай бу йил 7 - айда хәлқ пулиниң қиммитини% 2.1 Өстүргән. Әмма бу буш һөкүмити вә америка дөләт мәҗлиси тәрипидин йитәрлик, дәп қаралмиди.

Синов, японийидин шаңхәйгә қарап йолға чиқиш алдида мухбирларни күтүвелиш йиғини чақирип, "биз хитайниң пул қиммитини техиму базарлаштуруш вәдисигә әмәл қилишини җиддий арзу қилимиз," деди.

Синовниң тәкитлишичә, техиму һәрикәтчан пул түзүми хитайниң мәнпәәтигә пайдилиқ болупла қалмай, йәр шари иқтисади үчүнму пайдилиқ икән. У, хитайниң ички базар еһтияҗини кеңәйтип, импортни көпәйтишини тәләп қилди. (Әркин)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org