Дуня уйғур қурултийи уйғур мәсилисини германийә баш министириниң сәмигә салди


2007.08.24

Мәркизи германийиниң мюнхен шәһиридики дуня уйғур қурултийиниң җүмә күни ашкарилишичә, мәзкур орган келәр һәптә хитайни зиярәт қилидиған германийә баш министири анҗела маркелға хәт йезип, униң хитай зияритидә уйғур кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қоюшини тәләп қилди.

Хәттә, германийә баш министириниң хитай рәһбәрлиригә уйғур сиясий мәһбусларни қоюветиш, уйғур аптоном районида кәң-көләмлик йолға қоюливатқан өлүм җазасини бикар қилиш, әмгәк билән өзгәртиш лагирлирини тақаш вә хитай көчмәнлирини көчүрүшни тохтитиш тоғрисида бесиш ишлитишни үмид қилди. Хәттә мундақ дәйду, "хитай һөкүмитиниң сиясити уйғур хәлқиниң мәдәнийлишиш җәряни, мәдәнийити, диний вә мәвҗүтлиқиға тәһдит салмақта."

Дуня уйғур қурултийи йәнә, хитай даирилириниң районда кишиләрни бастуруш, халиғанчә тутқун қиливатқанлиқини, сияси мәһбусларға өлүм җазаси бериватқанлиқини, болупму өктичиләрниң аилә-тавабиати пакитсиз түрмигә ташлиниватқанлиқини әскәртип, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханимниң түрмидики оғлини қоюп беришкә һәйдәкчилик қилишни тәләп қилди. Хәттә, маркелниң русийә сәпиридә кишилик һоқуқни оттуриға қойғанлиқини алаһидә әскәртип, "русийидә тоғра болған нәрсә, хитайда хата болмайду," дәп көрсәтти.

Германийиниң хитайдики баш әлчиси волкер станзелниң әскәртишичә, ангела маркел бу сәпиридә хитайниң гуаңҗу, нәнҗиң вә чеңду шәһәрлирини зиярәт қилип, шәһәрләрдә бир қатар мәдинийәт паалийәтлиригә қатнишидикән. ( Әркин)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.