Германийә билән хитай хакир һуҗуми мәсилисидә җиддий сөзләшмәктә
Ройтрс агенетлиқи дүшәнбә күни елан қилған хәвиридә, германийә ахбарат тармақлири йеқиндин буян һәркүни германийиниң тор бәтлири, һәтта германийә президентиниң тор бетиму хитайниң хакир һуҗумиға учраватқанлиқини, бундақ җасуслуқ һуҗумлириниң хитай һөкүмитиниң бивастә қоллиши арқисида йүз бериватқанлиқини, германийә бу җәһәттә өзиниң асасий қануниниң иззәт- һөрмитини чуқум қоғдайдиғанлиқини баян қилған иди.
Америка авазиниң баян қилишичә, хитай ташқи ишлар мнистирлиқиниң баянатчиси лю җәнчав бу мәсилидә "германийә бизни әйибләштин бурун өзи мәсилини обдан ениқлиши керәк' дәп қопаллиқ билән рәддийә бәргәндин кейин, германийә хәлқара мәсилиләр тәтқиқат орниниң башлиқи һенси униңға 'бир дөләт һечқачан башқа бир дөләтни ахбарат оғрилаш мәсилисидә пакитсиз әйиблимәйду' дәп кәскин қайтарма рәддийә бәргән.
Хәвәр архиплириға қариғанда, 8 - айда америка, франсийә, канада, йеңи зеландийиләрниң һөкүмәт тор бәтлириму хитайниң хакир һуҗумиға учриған иди. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хитай, русийә, һиндистан ташқи ишлар министирлири харбинда сөһбәт өткүзди
- Хитай германийә билән өткүзидиған кишилик һоқуқ сөһбитини бикар қилди
- Хитай һөкүмити меркелниң далай ламани қобул қилғанлиқиға наразилиқ билдүрди
- Австрийә баш министири гусенбейр далай лама билән көрүшти
- Хитай һөкүмити германийә баш министириниң далай ламани күтүвалмақчи болғанлиқиға наразилиқ билдүрди
- Хитай америка бәш бурҗәклик бинасиниң компютор системисиға һуҗум қилғанлиқини инкар қилди
- Меркел, хитайда кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойғанлиқи үчүн алқишқа еришмәктә
- Германийә баш министири меркел хитайни кишилик һоқуққа әһмийәт беришкә чақирди
- Германийә баш министири хитай рәһбәрлири билән елип барған сөһбитидә кишилик һоқуқ мәсилисини оттуриға қойди