Хитай билән һиндистан рәһбәрлири йеңи деһлида бир қатар келишимләргә қол қойди


2005.04.11

Хитай билән һиндистанниң баш министирлири һиндистанниң пайтәхти йеңи деһлида чегра мәслисини өз ичигә алған бир қатар келишимләргә қол қойди. Мәлум болушичә , икки дөләтниң чегра ихтилаплири мәзкур келишимдики сиясий йетәкчи идийә асасида бир тәрәп қилинидикән.

Әнгилийә б б с радио- телевизийә ширкитиниң 11 - април күни бәргән хәвиридә көрситилишичә, һиндистан баш министири сиң билән хитайниң баш министири вен җябав бирликтә қол қойған бу келишим, дуня бойичә нопуси әң көп болған вә иқтисадий тез сүрәттә ешиватқан бу икки дөләт мунасивитиниң тәрәққияти үчүн йол ечип беридикән.

1962 -Йили чегра ихтилаплири сәвәбидин, икки дөләт оттурисида қораллиқ тоқунуш йүз бәргән иди.

Икки дөләтниң, чегра мәсилилирини бир тәрәп қилиш алаһидә вәкилләр өмики 10 - април күни һиндистан пайтәхти йеңи деһлида 5 - нөвәтлик йиғинини чақирди. Шинхуа агентлиқи бу һәқтә хәвәр берип, икки тәрәпниң достанә вә һәмкарлиқ кәйпияти ичидә учришип, чегра мәсилисини бир тәрәп қилиш үчүн бирликкә кәлгәнликини тәкитлигән .

Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, һиндистан дөләт хадимлири мутәхәссисләрниң икки дөләт чегра сизиқини айриш үчүн дәсләпки тәкшүрүшни елип барғанлиқини билдүргән.

Хитай билән һиндистан, икки дөләтниң чегра мәсилисини бир тәрәп қилиш алаһидә вәкилләр өмикиниң келәр қетимлиқ учришишиниң қәйәрдә елип берилидиғанлиқи һәққидә ениқ ипадә билдүрмигән болуп, шинхуа агентлиқиниң билдүрүшичә, буниңдин кейинки сөһбәт " икки тәрәп мувапиқ тапқанда бейҗиңдә өткүзүлүшини мумкин икән" . (Әқидә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.