Америка парламинт әзалири хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики үчүн олимпикни байқут қилиш һәққидә тәклип сунди
2007.08.08
Сәккиз нәпәр җумһурийәтчи парламинт әзаси америка дөләт мәҗлисигә хитайниң олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәққидә тәклип сунди. Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, 8 - айниң 7 - күни дөләт мәҗлисигә сунулған бу тәклиптә , бейҗиңда 2008 - йили өткүзилидиған олимпик мусабиқиси 1936 - йили натсист германийиси берлинда өткүзүп тәнһәркәтчиләрниң шан -шөһритигә дағ кәлтүргән олимпик мусабиқисиға охшитилған.
Сәккиз нәпәр җумһурийәтчи парламинт әзаси америка дөләт мәҗлисигә сунған хитайниң олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәққидики тәклиптә, хитайниң судан, берма, шималий корийә қатарлиқ дөләтләрниң һөкүмәтлирини қоллап пәйда қиливатқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини тохтитиш лазимлиқи тәкитләнгән.
Бу тәклип америка дөләт мәҗлисидә музакирә қилинғанда йәнә, көп нәпәр демократчи парламинт әзаси коммунист хитайдики кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә йемәклик бихәтәрлики мәсилилирини қаттиқ тәнқид қилған. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- "Хәлқара олимпик комитетиниң һәрикәт қоллинидиған пәйти йетип кәлди"
- Дуня уйғур қурултийи бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилиш һәрикити қозғиди
- Хәлқарада бейҗиңниң олимпик өткүзүшигә қарши һәрикәтләр күчәймәктә
- Кино чолпини җорҗ клуний хитайни дарфур мәсилисидә һәрикәт қоллинишқа қистиди
- Стевен спелберг бейҗиң олимпик мусабиқисиниң мәслиһәтчиликидин истипа бериши мумкин
- Дарфур мәсилиси муһакимисидә әмәлий илгириләш болмиди
- Хитай суданға иқтисадий җаза йолға қоймаслиқ тоғрисида агаһландурди
- Америка федерал тәкшүрүш идариси(FBI ) олимпик мусабиқисиниң бихәтәрлики җәһәттә бейҗиң даирилиригә ярдәмләшмәкчи
- Америка мәтбуати "дарфурдики қирғинчилиқни тохтитиш үчүн, бейҗиң олимпик тәнһәрикәт йиғинини байқут қилиш керәк" дәп язди