Хитай йеқинда пакистан билән аләм бошлуқи, маарип җәһәтләрдә 13 хил келишим имзалиди
Хитай 4 - айниң 17 - күни пакистан билән аләм бошлуқи, симсиз алақә вә маарипни өз ичигә алған 13 түрлүк келишим имзалиди. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу келишимләргә һазир хитайни зиярәт қиливатқан пакистан баш миниситири шөһрәт езиз билән хитайниң баш миниситири вен җябав бейҗиңда имза қойған. Бу келишимләрниң ичидә йәнә пакистанниң гвадар портида бир айродром қуруш вә аптомобил завути қуруш келишимлириму бар.
Хәвәрдә баян қилинишичә, пакистан баш министири шөһрәт езиз хитайға кәлгәндә, у сичуән өлкисидә пакистанниң консулханисини қуруш үчүн чеңду шәһирини зиярәт қилған. Шундақла йәнә, бу җайдики хитай -пакистан һәмкарлишип JF-!7бәлгилик урушчи айропилан ясаватқан завутни көздин көчүргән. Шүһрәт езиз һазир хитайниң муавин баш министири вуйи билән давамлиқ сөһбәтләшмәктә. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Пакистан хитайниң ғәрбий райониниң ташқи сода вә енергийә мәсисилидә рол ойниялайдиғанлиқини билдүрмәктә
- Хитай-пакистан һәрбий маневири ахирлашти
- Хитай қисимлири маниверға қатнишиш үчүн пакистанға кәлди
- Хитай билән пакистан бирләшмә һәрбий маневер өткүзмәкчи
- Хитай рәиси ху җинтав пакистан зияритини ахирлаштурди
- Хитай билән пакистан әркин сода келишими имзалиди