Яху ширкити дөләт мәҗлисигә ялған ейтқанлиқи үчүн әйибләнди


2007.10.17

яху ширкити хитайдики кишилик һоқуқ мәсилисигә берип тақилидиған бир делода, өткән йили америка дөләт мәҗлисидә өткүзүлгән гуваһлиқ бериш йиғинида , ялған гуваһлиқ бәргәнлики үчүн әйибләнди.

Америка авам палатаси ташқи ишлар комитети, яху ширкити баш иҗраийә әмәлдари җәрий яң вә баш мәслиһәтчи мишел калаһанларни бу йил 6- ноябирда дөләт мәҗлисидә өткүзүлидиған гуваһлиқ бериш йиғинида , өткән йили февралда хитай журналист ши тав делосида бәргән ялған гуваһлиқи үчүн чүшәндүрүш беришкә чақирған.

Бирләшмә агентлиқида көрситилишичә, америка дөләт мәҗлиси ташқи ишлар комитети рәиси том лантос:"биз уларниң бу ишниң қандақ йүз бәргәнликини чүшәндүрүп беришни тәләп қилимиз," дегән вә бу ширкәтниң адаләтсиз гуваһлиқи үчүн уларни җавабкарлиққа тартидиғанлиқини билдүргән.

Хитай журналист ши тав 2005- йили торда , хитайниң ахбарат әркинликини боғуватқанлиқи һәққидә язған мақалиси түпәйли 10 йиллиқ қамақ җазасиға тартилған иди.

Мәлум болушичә, яху ширкити хитай дөләт бихәтәрлик идарисини ши тавниң шәхси материяллири билән тәминлигән икән. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.