Японийә дөләт мәҗлиси әзалиридин 160 қа йеқин киши ясукуни бузрукгаһини тавап қилди


2007.04.23

японийидики баһар байрими җәрянида, шу җай вақти дүшәнбә күни 160 нәпәр японийә дөләт мәҗлиси әзалири яки уларниң вәкиллири токйо ясукуни бузрукгаһини тавап қилди. Әмма японийә баш вәзири шинзо абе һәмдә униң кабент әзалири тавап қилишқа чиқмиди.

Баһар байриминиң ахирқи күни , шинзо абениң қол астидики әркин демократлар партийиси әзалири вә өктичиләрдин болған демократик партийә әзалири сүтрәң тон кийгән шинто раһиб каланиниң йетәкчиликидә ясукуни бүзрүкгаһиниң пәштақлиридин тазим вә тилавәт қилишип аста юқири өрләшкән. Бу дуа-тилавәт қилишқа һөкүмәт әрбаблири яки уларниң вәкили болуп җәмий 159 адәм қатнашқан.

Ройтерс агентлиқиниң 23 ‏-април бәргән хәвәрдин мәлум болушичә, абе бурун мәзкур бузрукгаһини тавап қилған болуп, униң йеқин бир мәслиһәтчисиниң билдүрүшичә, шинзо абе ички кабентиниң баш катиблиқ вәзиписини өтәватқан мәзгилдә алдинқи йили априлда бу бузрукгаһини тавап қилған икән.

Алдинқи җүмә күни шинзо абе мухбирларға өзиниң баһар байрими җәрянида ясукуни бузрукгаһини тавап қилиш ‏- қилмаслиқи тоғрисида бир нәрсә демигән болсиму, йәнила әшу өз һаятини японийә үчүн тәқдим қилғанларниң роһини сеғинип тилавәт қилидиғанлиқини билдүргән. японийә ахбаратлириниң хәвәрлиридә, абениң бундақ қилишиниң сәвәби хитай билән достлуқини әслигә кәлтүрүш җәрянида хитайниң чишиға тегип қоюштин сақлиниш үчүн болуши мумкин дегән қияслар берилгән иди. (Җүмә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.