Хитай һөкүмити пакистанда уйғурларни тутқун қилишни пиланлимақта
2006.06.27
Пакистан һөкүмити, пакистандики хитай дипломатлириниң, шәрқий түркистан исламий һәрикити әзалириниң пакистандики хитай дипломатлирини елип қечишни пиланлиғанлиқи һәққидики шикайәтлиридин кейин, хитай дипломатлирини қоғдаш тәдбирлирини күчәйтти.
Пакистан мәтбуатиниң хәвәр қилишичә, пакистан чәтәл дипломатлирини қоғдаш идарисиниң юқири дәриҗилик хадими тариқ мәсуд ясин, исламабадтики хитай баш әлчиханиси вә хитай дипломатлири турушлуқ өйләр әтрапида бихәтәрлик тәдбирлириниң күчәйтилгәнликини билдүргән.
Хәвәрдә ейтилишичә, пакистан һөкүмити шундақла сақчи идарилириға, өз районлиридики диний мәктәпләргә берип, бу мәктәпләрдә оқуватқан чәтәллик болупму уйғур оқуғучиларниң шәрқий түркистан исламий һәрикити паалийәтчилири билән алақиси бар- йоқлиқини тәкшүрүш тоғрисида буйруқ чүшүргән.
Хәвәрләргә қариғанда, пакистан разветка идарилири пакистан ички ишлар министирлиқини, хитай дипломатлирини гөрүгә елиш пиланини әмәлгә ашуруш үчүн бир гуруппа терррочиниң исламабад вә равалпиндигә кәлгәнлигидин хәвәрдар қилған.
Лекин дуня уйғур қурултийи мәсуллири, пакистандики хитай дипломатлириниң шәрқий түркистан исламий һәрикити әзалириниң һуҗумиға учраш еһтималлиқи тоғрисидики хәвәрләрни хитай һөкүмитиниң ойдурмиси дәп көрситип, хитай һөкүмити йәнә "шәрқий түркистан исламий һәрикити" ни баһанә қилип пакистандики уйғурларни тутқун қилиш һәрикити илип бармақчи, деди. (Қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- Һүсәнҗан қарим, өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтуруп берилди
- Хитай һөкүмити пакистандики уйғурлар үстидин шикайәт қилди
- Қирғизистан алий соти ниғмәт һаҗи босақопни өлтүргәнлик җинайити билән бир адәмни өлүмгә һөкүм қилди
- Америка җуңгоға саяһәт агаһландурушини бикар қилди
- Қирғизистанда бир уйғур мусапири хитайға қайтурулуш хәвпигә дуч кәлмәктә