Америка ташқи ишлар министирлиқи хоңкоң парламентидики демократик күчләрниң вәкиллирини күтүвалди
2005.11.29
Америка ташқи ишлар министирлиқи хоңкоң парламентидики демократик күчләрниң рәһбири ли җумиң қатарлиқ кишиләрни күтүвелип, уларниң хоңкоңда демократик ислаһат елип бериш лайиһисини қоллиди. Ли җумиң қатарлиқлар сәйшәнбә күни америка ташқи ишлар министири кондилиза райис билән сөһбәт өткүзиду.
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси, " америка һөкүмити хоңкоңда омумий сайлам елип бериш шундақла сияси ислаһат қәдими вә униң көлимини хоңкоңлуқларниң өзи қарар қилиши керәк, дәп қарайду " деди. Хоңкоң парламентиниң ли җумиң башчилиқидики 5 кишилик зиярәт өмики брюсселда явропа иттипақи вә явропа парламенти билән учрашқандин кейин америкиға йетип кәлгән. Улар райис билән учрашқанда, хоңкоңда омумий сайлам өткүзүш вә демократик ислаһат елип бериш лайиһисини оттуриға қоюдикән.
Ли җумиң райис билән көрүшүштин илгири бейҗиң һөкүмитини тәнқид қилип, бейҗиң хоңкоң түп қанунидики бәлгилимиләр бойичә хоңкоң парламентиниң бир қисим әзалирини бивастә сайлаш вәдисигә әмәл қилмиди, дәп әйиблиди. Әмма бейҗиң һөкүмити вә бейҗиңпәрәс күчләр ли җумиң қатарлиқ хоңкоң демократийә тәрәпдарлирини " вәтән сатқуч вә хаин " дәп әйиблимәктә.
Демократик күчләр 4 - декабирда хоңкоң бойичә кәң - көләмлик йиғилиш өткүзүшни пиланлиған. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Хоңкоң парламентидики демократик күчләр хитайни зиярәт қилиш җәрянида 4 - июнни ақлашни тәклип қилди
- Хоңкоңниң демократчи парламент әзалири хитайни зиярәт қилди
- Кишилик һоқуқ тәшкилати хитайдин яв фушинни қоюп беришни тәләп қилди
- Хоңкоңда зең чиңхоңға қарши намайишлар өткүзүлди
- Доң җйәнхуа хизмитидин истипа бәрмәкчи