Ху җинтав австралийә зияритини башлиди
2007.09.03
Хитай дөләт рәиси ху җинтав дүшәнбә күни австралийигә қаратқан 7 күнлүк зияритини башлиди. Хәвәрләргә қариғанда, ху җинтав сәйшәнбә күни, асия-тинч окян иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилатиға әза дөләт рәһбәрлириниң йиғиниға қатнишиш үчүн сидней шәһиригә бериштин бурун, канберрада австралийә баш минстири җан ховард билән көрүшүп, бир қатар иқтисадий келишимләргә қол қойидикән.
Хитай, австралийиниң иккинчи чоң сода ширики болуп, 2006- йили хитай-австралийиниң йиллиқ тиҗарәт һәҗими 33 милярд долларға йәткән.
Хитай дөләт рәиси ху җинтавниң австралийә рәһбәрлири билән өткүзидиған сөһбәтлири муназирисиз өтсиму, әмма сиясий мулаһизичиләр вә дипломатларниң ейтишичә, асия-тинч окян иқтсадий һәмкарлиқ тәшкилати йиғинида, хитай билән ғәрб дөләтлири оттурисида, асия-тинч окян райони дөләт рәһбәрлири тәрипидин дуня һава килиматиниң өзгириши һәққидә елан қилмақчи болған баянат үстидә җиддий талаш-тартишлар мәйданға келиши мумкин икән.
Австралийә һөкүмәт даирилириниң билдүрүшичә, асия -тинч иқтисадий һәмкарлиқ тәшкилати дөләт рәһбәрлири, 8- вә 9- сентәбир күнлири өткүзүлидиған дөләт башлиқлири йиғинида, йемәкликләрниң бихәтәрлики мәсилисиму оттуриға қоюлидикән.
Көпчиликкә мәлум болғандәк, йеқинда нурғунлиған дөләтләрдә хитайдин импорт қилинған йемәк мәһсулатлирида инсан саламәтликигә зиянлиқ маддилар байқалғанлиқи үчүн, мәзкур йемәкликләр йиғивелинған иди. (Өмәр қанат)
Мунасивәтлик мақалилар
- яврупа бирлики хитайни мәһсулатлириниң сүпитини юқири көтүрүш җәһәттә агаһландурди
- Хитай дөләт рәиси қазақистан зияритини башлиди
- Хоңкоң содигәрлири америка билән хитай оттурисидики сода җеңиниң "қурбани болуш"тин әнсирәйду
- Америка дуня сода тәшкилати хитайдин нәшир һоқуқини қоғдашта җидди тәдбир елишни тәләп қилди
- Перу хитайда ясалған 60 тонна оюнчуқта зәһәрлик мадда байқиған
- Буш һөкүмити дөләт мәҗлисиниң хәлқ пули мәсилисидә хитайни чәкләш қануни чиқиришини қоллимиди
- Русийә хитай билән аптомобил қураштуруш келишими имзалашни рәт қилған
- Хитай- франсийә ядро келишими кечиктүрүлди