Японийә баш министири койзуми оттура асияни зиярәт қилиду
-
2006-08-22 -
-
-
японийә баш министири койзуми 8 - айниң 28 - күни оттура асия әллирини зиярәт қилип, японийә ширкәтлириниң районда уран қезиш һоқуқи қатарлиқ мәсилиләр үстидә музакирә елип бармақчи.
Хитай мәтбуатлириниң әскәртишичә, японийә оттура асия ядро йеқилғулар риқабитидә җуңгони мәғлуп қилишни ойлайдикән. Қазақистан дуня бойичә 3 - чоң уран ишләпчиқиридиған дөләт болуп, қазақистанниң канада камерко вә казатомпром ширкити дуня уран мәһсулатиниң 50 % көпирәкини ишләпчиқиридиған 4 чоң ширкәтниң бири.
японийә 2005 - йили 11 - айда қазақистан билән уран канлирини һәмкарлишип ечиш келишими имзалиған вә қазақистан японийә ядро еликтир истансисилирини йеқилғу билән тәминләшкә мақул болған.
Койзуминиң қазақистан вә өзбекистанларда елип баридиған зиярити 28 - авғусттин 31 - авғустқичә давамлишиду. Қазақистан вә өзбекистанларни зиярәт қилиду. Бу японийә баш министириниң оттура асия әллирини тунҗи қетим зиярәт қилиши болуп қалғуси. Койзуми зиярәт җәрянида президент назарбайеп вә ислам кәримоплар билән сөһбәт елип баридикән. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Җуңго японийигә қарши кәйпиятниң қалаймиқанчилиқ кәлтүрүп чиқиришидин әнсиримәктә
- ясукуни қәбристанлиқини зиярәт қилған японийә рәһбәрлири қошна дөләтләрниң наразилиқиға псәнт қилмиди
- японийә баш минстириниң ясукони бузрукгаһини зиярәт қилиши хитай вә җәнубий корийиниң наразилиқини қозғиди
- ясукуни қәбристанлиқи япон милләтчиликиниң бәлгисиму яки тарихму?
- Хитай, куйзуминиң ясикину бузруһгаһини зиярәт қилмаслиқини тәләп қилди