Полшада сабиқ коммунист партийә оргининиң мәхпий сақчи торлирини ениқлаш қануни иҗра қилинишқа башлиди


2007.04.24

Полша прәзидәнти ләч кажйнский 23 April 2007 / AFP PHOTO / JANEK SKARZYNSKI

Полшада 3 ‏- айниң 15 ‏- күнидин етибарән иҗра қилинишқа башлиған йеңи қануниниң маддилириға асасланғанда, һазир полшада 700 миң адәм өзлириниң сабиқ коммунист партийә оргининиң мәхпий сақчилири билән болған мунасивитини чүшәндүрүшкә тоғра кәлмәктә.

Германийидә чиқидиған 'франкпорт гезити' полшада иҗра қилиниватқан бу йеңи қанунни, полша һазир сабиқ коммунист партийиниң җасуслуқ торлирини ениқлаш җәһәттә германийигә йетишивелиш үчүн тез қәдәм бесиватиду, дәп баян қилған.

Сабиқ коммунист партийә оргининиң мәхпий сақчи торини ениқлашниң зөрүрлики

Полшадики консериватиплар һөкүмитиниң рәһбири казинискиниң қаришичә, ‏-‏-‏- дәп баян қилиниду америкида чиқидиған 'көзитиш журнили'ниң бүгүнки санида баян қилинишичә, ‏-‏-‏- полшада сабиқ коммунист партийә оргининиң мәхпий сақчи торлирини ениқлаш иши чехқа қариғанда 6 йил кечикти.

Бурунқи коммунистлар, чирик әмәлдарлар вә мәхпий сақчилириға көз -қолақ болған кишиләр йеқинқи йиллардиму, йәнила полшада бир хил 'күлрәң тор' шәкилләндүрүп, полша җәмийитини қалаймиқан қилип кәлмәктә. Әмди полша җәмийитидә, муқимсизлиқ пәйда қилғучи амил болуп қалған бу торни, йәни сабиқ коммунист партийә оргининиң мәхпий сақчилири билән алақә қилған мурәккәп торларни ашкарилаш зөрүр болуп турмақта.

Йеңи қанундики икки түрлүк бәлгилимә

Полшада һазир иҗра қилиниватқан сабиқ коммунист партийә оргининиң җасуслуқ сестимисини үзүл-кесил ениқлаш һәққидики йеңи қанунни, кишиләр қисқартип "ениқлаш қануни" яки "тазилаш қануни" дәп атимақта. Бу қанунниң бәлгилимисигә асасланғанда, биринчидин, дөләтниң парламнит әзалири , дөләт вә йәрлик һөкүмәт хизмәтчилири, адвокатлар, мәктәп башлиқлири, мәктәп лекторлри, мухбирлар, иқтисадий йетәкчиләр чуқум өзлириниң сабиқ коммунист партийә билән мурәккәп мунасивәт тори болған яки болмиғанлиқини чүшәндүрүши керәк.

Иккинчидин, полша дөләт тәтқиқат идариси ишәнчлик архиплардики мунасивәтлик хатириләрни, йәни мәхпий тор хизмәтчилири вә тордики кишиләргә даир хатириләрни җәмийәткә ашкарилиши керәк. Қануни рәсмийәт җәһәттә өзини мәлум қилип, мәсилини чүшәндүрүшни рәт қилғучилар яки өзини йошурғучилар хизмәт вәзиписидин елип ташлиниду вә 10 йилғичә шу вәзипигә қоюлмайду. Һазир мөлчәрлинишичә, полшада мушу қанунға четилидиған адәм сани 700 миңға йетидикән.

1989 ‏- Йили германийидә капитализм лагири билән сотсиализим лагирини айритип турған 'берлин теми' йеқитилиштин йерим йил бурун, полшада 'иттипақ' дәп аталған ишчилар тәшкилатиниң рәһбири леч валеса әпәнди бу дөләттә биһудә қан төкүлөшниң алдини елиш үчүн, сабиқ коммунист партийә рәһбәрлири билән сөһбәтләшкәндә, тәхттин чүшкән сабиқ коммунист партийини буниңдин кейин сүрүштә қилмаслиққа, коммунист партийә болса пүтүн мәхпий сақчи делолирини җәмийәткә ашкарилашқа келишкән иди. Гәрчә шуниңдин буян сабиқ коммунист партийә полшада сүрүштә қилинмиған болсиму, әмма улар мәхпий сақчи торлирини техичә җәмийәткә ашкара қилмиған.

Шуңлашқа полшада сабиқ коммунист партийә оргининиң мәхпий сақчи торлирини ениқлайдиған бир йеңи қанун мақуллинип 3 ‏- айниң 15 ‏- күнидин етибарән иҗра қилинишқа башлиған. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.