Русийә җамаәтчиликиниң борис йелтсингә бәргән баһалири
2007.04.25
Русийиниң сабиқ президенти борис йелтсин 23- април күни москвада вапат болди. Униң өлүми русийә вә хәлқара миқяда русийиниң демократик тәрәққият җәряниға йәнә бир қетим нәзәр селиш шуниңдәк бу мәсилидә муназирә қилиш долқуни қозғиди. Борис йелтсинниң совет иттипақиниң йимирилишидә муһим рол ойниған, русийигә демократик әркинлик елип кәлгән шәхс икәнлики муәййәнләштүрүлмәктә.
Русийиниң тунҗи қетимлиқ дөләт дәриҗилик матәм мурасими
23-Април күни йүрәк кесили сәвәбидин 76 йешида вапат болған русийә федератсийисиниң биринчи президенти борис йелтсин чаршәнбә күни дөләт дәриҗилик матәм билдүрүш мурасими арқилиқ дәпнә қилинди. Матәм мурасимға русийә президенти владимир путин башлиқ русийә алий рәһбәрлиридин башқа дуня сиясәт саһәсидики мәшһур шәхсләрдин америка қошма шитатлириниң сабиқ президентлиридин чоң буш билән бил клинтон, сабиқ совет иттипақи президенти михаил горбачеф, әнгилийә сабиқ баш вәзири мейҗер, сабиқ германийә рәһбири хост кол вә башқилар иштирак қилди.
Русийә һөкүмити чаршәнбә күнни пүтүн русийә бойичә матәм күни қилип бекитип, дөләт байриқини йерим чүшүрди. Радио-телевизийә барлиқ көңүл ечиш программиларни тохтатти шуниңдәк москвадики "әйса пәйғәмбәр" черковида өткүзүлгән йелтсинниң матәм мурасиминиң әһвали телевизийә қаналлири арқилиқ пүтүн дуняға көрситилди. Шу күни борис йелтсин москвадики сабиқ совет иттипақ рәһбири никита хрушеф қатарлиқ атақлиқ әрбаблар ятқан новадевича қәбристанлиқиға дәпнә қилинди. Борис йелтсинниң мейити билән аммиви видалишишқа рухсәт қилинғанлиқи үчүн көплигән москвалиқлар черковға келип, йелтсин билән видалашти һәмдә хатирә гүллирини қоюшти.
Русийә көзәткүчилири йелтсингә беғишланған матәм мурасимини русийидә әнәниви империйә дәриҗилик матәм адәтлириниң әслигә келиши, тунҗи қетимлиқ һәйвәтлик матәм мурасими дәп атиди.
20-Әсирдики мәшһур сиясий әрбаб вә тарихий шәхс һесабланған борис йелтсинниң сиясий вә кишилик һаяти мурәккәп мусапиларни баштин кәчүргән болуп, униң сиясий вә кишилик һаяти һәққидә түрлүк иҗабий вә сәлбий көз қарашлар, баһалар һәтта күлкилик юмурлар мәвҗут. Униң сиясий һаятиға демократийә билән һакиммутләқлиқниң арилишип қалғанлиқи билдүрүлмәктә.
Йелтсин дәври русийиниң әң демократик мәзгилидур
Борис йелтсинниң өлүмидин кейин русийә җамаәтчиликидә униң һаяти һәққидә бир мәйдан муназириләр, қисқиси охшимиған баһалар оттуриға чиқти.
Владимир путин пүтүн мәмликәткә сөзлигән телевизийә нуқтида йелтсинниң русийә демократийисини бәрпа қилғанлиқини мәдһийиләш билән " русийиниң биринчи президенти борис николайевич йелтсин ғәйрәткә толған, һәммигә қурби йетидиған, сап -сәмимий бир инсандур" дәп баһа бәрди.
Америка қошма шитатлири дөләт мәҗлисиниң дипломатийә ишлири комитетиниң әзалири йелтсинниң вапатиға тәзийә билдүрүп, йелтсинниң русийигә қошқан төһписини юқири баһалиди. Дөләт мәҗлиси дипломатийә ишлири комитетиниң рәиси том лантос баянатида, йелтсинниң совет иттипақи йимирилип президентлиқ һоқуқини сүргән җәряниниң русийиниң әң демократик дәври икәнлиликини муәййәнләштүрди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси лию җанчавму баянат елан қилип, йелтсинниң җуңго билән болған мунасивәткә алаһидә әһмийәт берип, җуңго-русийә истратегийилик шериклик мунасиивити орнатқанлиқини, униң җуңго хәлқиниң сәмимий дости икәнликини муәййәнләштүргән.
Русийә җамаитиниң инкаслири
Борис йелтсинниң совет иттипақиниң йоқ қилиниши вә компартийиниң бир партийә һакиммутләқлиқ системисиға хатимә беришта ойниған роли шуниңдәк совет иттипақини сақлап қелип, қаттиқ қол сиясәт йүгүрмәкчи болған сиясий өзгиришкә қарши мәйданға чиқип, танка үстидә пүтүн москвалиқларни җүмлидин русийиликләрни демократийини қоғдашқа чақирған образи һазирқи заман дуня сиясий тарих сәһиписигә йезилди.
Русийә мәтбуатлиридин zagolowka.ru Намлиқ интернет торида елан қилинған мақалидә көрситилишичә, йелтсинниң асаслиқ төһписи русийигә мәтбуат әркинлики елип келиш болса, униң асаслиқ хаталиқи чечән уруши вә хусусийлаштуруштин ибарәт.
Чечән уруши 70 миңдин артуқ адәмниң җениға замин болған болуп, русийә мәтбуатлирида мәзкур урушта русийә армийисиниң йеңилиши билән армийиниң абройиниң төкүлгәнлики, дөләтниң вәйран болушқа йүзләнгәнлики оттуриға қоюлған. Русийә инсан һоқуқи паалийәтчиси, русийә хелсинки гурупписиниң рәиси алексейева ханим болса, йелтсинниң коммунистик түзүмни йоқ қилип, дөләткә демократийә вә мәтбуат әркинлики елип кәлгәнликини муәййәнләштүргән.
Русийә християн диний даһийлири йелтсинниң русийидики християн дининиң гүллинишигә йол ачқанлиқи вә диний етиқад әркинликини капаләткә игә қилғанлиқини мәдһийилигән.
Русийә мәтбуатлирида йәнә, йелтсинниң әң чоң хаталиқиниң чечән уруши болмастин бәлки, өз избасарини хата таллиғанлиқи оттуриға қоюлған. Бу көз қарашни оттуриға қойғучиларниң қаришичә, владимир путин йелтсин бәрпа қилған демократийини арқиға чекиндүргән болуп, русийиниң йелтсин һакимийәт сүргән әң демократик дәври путин һоқуқ тутқан бу мәзгилдә ахирлашти. Борис йелтсин һаят вақтида өзиниң чечән урушини қозғишиниң хата болғанлиқини тән елип, бу урушта апәткә учриған хәлқтин әпу сориған икән.
Русийиниң newsru.com Ториниң йезишичә, владимир путинниң сабиқ иқтисад ишлири мәслиһәтчиси андрей илларионофниң баянлириға таянғанда, борис йелтсин өмриниң ахирқи вақитлирида өзиниң путинни из басарлиққа таллиғанлиқиниң һәқиқәтән хата болғанлиқини тән алған икән.
Борис йелтсин 1931-йили русийиниң свердлоф областида аддий деһқан аилисидә дуняға кәлгән. (Үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Сабиқ русийә президенти борис йелтсин вә демократийә
- Русийиниң сабиқ президенти борис йелтсин вапат болди
- Русийә өктичилириниң наразилиқ намайишлири әвиҗ алди
- Русийә сақчилири москвада намайишчиларни тутқун қилди
- Русийә чәтәлликләрниң содисиға чәк қойди
- Русийидә йәкшәнбә күни йәрлик сайлам өткүзүлди
- Русийә билән японийә ядро енергийиси һәмкарлиқи һәққидә сөһбәт өткәзмәктә
- Москвада өктичиләрниң намайиши йүз бәрди
- Русийә-грузийә тоқунуши
- Русийә мухбирлар үчүн әң хәтәрлик дөләтниң биригә айланди
- Путин йиллиқ дөләт әһвали доклатида нопусниң азийиш әһвали һәққидә тохталди
- Русийә президенти путин келәр айда хитайни зиярәт қилиду