Йеңи зенландийиниң ташқи ишлар министири уйғур елидики шихәнзә университетини зиярәт қилди


2007.05.22

22 ‏- Май йеңи зенландийә һөкүмәт хәвәрләр тор бетидә берилгән учурдин мәлум болушичә, бүгүн йиңи зенландийиниң ташқи ишлар министири мәзкур дөләттики мәсси университети билән достлуқ ‏- һәмкарлиқ орнатқан уйғур елидики шихәнзә университетини зиярәт қилди.

Хәвәрдә ейтилишичә, йеңи зенландийиниң мәсси университети 2005 ‏- йилидин буян шихәнзә университети билән достлуқ ‏- һәмкарлиқта болуп, йеза игилик, пән ‏- техника саһәсидә көп нәтиҗиләрни яратқан.

Йеңи зенландийә һөкүмити йиллардин буян уйғур ели вә тибәт райони қатарлиқ җайларниң маарип вә иқтисади җәһәттики тәрәққиятлириға йеқиндин көңүл бөлүп кәлмәктә. Хәвәрдин мәлум болушичә, мәзкур дөләт уйғур елидин башқа йәнә, тибәт, гәнсу, сичүән, гүйҗу вә гуаңши қатарлиқ аз санлиқ милләтләр җайлашқан районларға көп ярдәм бәргән.

Шихәнзә университети уйғур елидики нуқтилиқ университетларниң бири болуп, униңда 29 миң оқуғучи оқуйду, мәзкур университетқа қарайдиған тәтқиқат органлириниң өзила 20 дин ашиду. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.