Суматра тақим араллирида деңиз астида 8.2 Бал йәр тәврәш йүз бәрди


2007.09.12

Бүгүн һиндонезийиниң суматра тақим араллири деңиз астида 8.2 Дәриҗилик йәр тәврәш йүз бәрди. Америкидики йәр тәврәшни өлчәш идарисиниң байқишичә, бу қетимқи қаттиқ йәр тәврәш һиндонезийә вақти саәт 18 дин 10 минут өткәндә йүз бәргән. Тәврәш мәркизи бенкулу шәһиридин 100 километр йирақлиқтики деңиз йүзидин 15 километир чоңқурлуқта.

Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, җакарта шәһиридә игиз биналар чайқалған, қайта йәр тәврәш тәкрарланғанда бәзи биналар йиқилған, һазирқи мәлуматларға қариғанда, җакартида көп адәм яриланған, өлгән адәм сани һазирчә аз дегәндә икки.

Б б с ниң баян қилинишичә, 2004 ‏- йили һиндунезийидә йәр тәвригәндә дәһшәтлик деңиз чапқуни пәйда болған иди. Қирғаққа урулған чапқунлар 130 миң адәмни һаятидин айриған иди. Һиндонезийә тинч окяндики 400 дин артуқ янар тағлар бәлвиқиға җайлашқан дөләт. Бу қетим йүз бәргән йәр тәврәш 100 дин артуқ янар тағқа четилиду. Һазир бу әтраптики дөләтләр бу қетим йәнә харап қилиш күчи шиддәтлик деңиз чапқуни пәйда болушидин әнсиримәктә. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.