"Учур дәвридики милләтләр мунасивити" намлиқ йиғин ечилди
2004.11.05
"Учур дәвридики милләтләр мунасивити" намлиқ йиғин 5- өктәбир күни америкиниң конетикет штатиниң мәркизи һартфорд шәһиридә башланди.
Үч күнлүк бу йиғин 21 – әсир хитай фонди җәмийити, хәлқаралиқ тибәт һәрикити вә тринитй иниститити қатарлиқ орунлар тәрипидин бирликтә уюштурған болуп, йиғинға хитай, уйғур вә тибәтләрдин болуп 70 кә йеқин адәм қатнашти. 21 – Әсир хитай фонди җәмийитидин соң йоңйи әпәнди ечилиш нутиқи сөзлиди. Йиғинға хитайдин кәлгән хитай вә тибәт вәкиллириму қатнашти.
Тринтй институтиниң башлиқи доктор франк, принситон университиниң профессори перрй линк әпәнди йиғинниң ечилғанлиқини тәбрикләп сөз қилди. Тибәтләрниң вәкили тибәтләрниң роһий даһийси далай ламаниң йиғинға әвәткән тәбрик сөзини оқуп өтти.
Йиғинниң дәсләпки сөзлигүчилиридин принситон университида билим ашуриватқан хе чиңлйән ханим "хитай һөкүмитиниң интернеткә болған қаттиқ башқуруши" темисида сөз қилип, хитай һөкүмитиниң пәқәт нәшрият саһәсидила әмәс, бәлки интенет саһәсидиму башқурушни күчәйтип, ахбарат әркинликини боғиватқанлиқини әмәлий мисаллар билән сөзләп өтти. У өзиниң хитайниң ахбарат башқурушиниң қурбани икәнликини әскәртип, кишиләрниң хитай дуня сода тәшкилатиға кириши, хитайдики кишилик һоқуқниң яхшилинишиға түрткә болиду дегән қаришиниң хата икәнликини ейтти.
Йиғин сөзлигүчилиридин доктор патриша торнтон ханим хитайниң интернет тәрәққияти вә қолға елинған интенет актиплириниң қолға елиниш сәвәблири вә буниңға болған қарашлирини оттуриға қойди.
Уйғур америка бирликиниң баш катипи алим сейтоф бу йиғинда "11- сетәбирдин кейин техиму яманлишиватқан уйғур кишилик һоқуқ әһвали" темисида сөз қилмақчи.
Мунасивәтлик мақалилар
- Ғәрп әллиридики уйғурлар хитай әлчиханисиниң алдида намайиш өткүзди
- Қалмақистанниң призденти далай ламаниң зиярәт қилишини үмид қилидиғанлиқини билдүрди
- яврупа бирликиниң рәиси тибәттә зиярәттә болмақчи
- Хитай русийә билән террорлуққа қарши һәмкарлиқни күчәйтишкә тәйярланди
- Тибәтләр, афенадики олимпик йиғининиң йепилиш мурасимида хитайларға наразилиқ билдүрди