Америка уйғур кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четилған 28 хитай муәссәсәсини қара тизимликкә киргүзди

Мухбиримиз җүмә
2019.10.08
wilbur-ross-xitay Америка президенти доналд трамп(солда) вә муавин президенти майик пенси(оңда) америка сода министирлиқиниң баш министири вилбур рос әпәнди хитайға қарита чегра беҗи вә мәбләғ тоғрисида сөзлимәктә. 2018-Йили 22-март, вашингтон.
AP

Америка трамп һөкүмити 7-өктәбир бир қарар чиқирип, уйғур қатарлиқ милләтләрниң кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә четилған 28 хитай муәссәсәсини қара тизимликкә киргүзди.
Мәзкур қара тизимликкә хитайниң уйғур районидики җ х органлири, даңлиқ сүний әқил технологийә ширкәтлири қатарлиқлар киргүзүлгән болуп, буларниң америка мәһсулатлирини сетивелиши вә америкиға мәһсулат експорт қилиши пүтүнләй чәкләнди.
Қарарда, шинҗаң уйғур аптоном районлуқ җ х назарити һәмдә униң қармиқидики 18 шәһәр- наһийә дәриҗилик җ х органлири, биңтуәнгә қарашлиқ бир җ х оргини, униңдин башқа йәнә хитайниң 8 чоң юқири техника ширкитиниң қара тизимликкә елинғанлиқи көрситилди.

Қарарда бу муәссәсиләрниң америкиниң ташқи сиясәт мәнпәәтигә зит һәрикәтләрдә болғанлиқи алаһидә тилға елинди.

Сода министири вилбур росс: америка һөкүмити хитайдики етник аз санлиқларниң вәһшиянә бастурулушиға чидап туралмайду

Қарарда мундақ дейилди: “болупму, бу муәссәсәләр хитайниң бастуруш сияситиниң йүргүзүлүши, уйғурлар, қазақлар вә шинҗаң уйғур аптоном районидики башқа мусулман аз санлиқларға қаритилған көләмлик мәҗбурий тутуп туруш, юқири техникилиқ тәқибләш һәрикити қатарлиқларда садир болған кишилик һоқуқ дәпсәндичилики вә хорлашларға четилған.”

Америка сода министири вилбур росс, мәзкур тизимлик мунасивити билән елан қилған баянатида: “америка һөкүмити вә сода министирлиқи хитайдики етник аз санлиқларниң вәһшиянә бастурулушиға чидап туралмайду вә чидап турмайду” деди.


Гордон чаң: хитай һөкүмәт хадимлири буниңдин алаһидә әндишә қилиши керәк

Америкидики даңлиқ обзорчи гордон чаң америка-хитай мунасивәтлирини йеқиндин көзитип келиватқан мутәхәссисләрниң бири. Униң қаришичә, бу тизимлик америкиниң узундин буян давам қилип кәлгән хитай сияситини өзгәрткәнликини көрситидикән.
У мундақ деди: “хитай һөкүмити шуни көрүп йетиши керәкки, америка сияситиниң һәммә тәрәплиридә хитай бир яман ғәрәзлик шәхс дәп қарилиду. Бу тизимлик америкиниң нәччә он йиллап давам қилип кәлгән хитай билән бағлиниш сияситини өзгәрткәнликидин дерәк бериду. Хитай һөкүмәт хадимлири буниңдин алаһидә әндишә қилиши керәк. Улар америкиниң қоллишидин айрилипла қалмастин, америка һөкүмити уларни һазир бир дүшмәндәк көридиған болди.”

Тизимликкә шинҗаң уйғур аптоном райони җ х назарити вә униң қармиқидики 18 җ х оргини киргүзүлгән.

Улар төвәндикичә: ақсу вилайәтлик җ х идариси, алтай шәһәрлик җ х идариси, байинғолин моңғул аптоном областлиқ җ х идариси, бортала моңғул аптоном области җ х идариси, санҗи туңган аптоном области җ х идариси, қумул шәһәрлик җ х идариси, қарамай шәһәрлик җ х идариси, қизилсу қирғиз аптоном области җ х идариси, шихәнзә шәһәрлик җ х идариси, тарбағатай вилайәтлик җ х идариси, тумшуқ шәһәрлик җ х идариси, турпан шәһәрлик җ х идариси, үрүмчи шәһәрлик җ х идариси, вуҗячү (отункоза) районлуқ җ х идариси, шинҗаң сақчи институти, шинҗаң ишләп чиқириш қурулуш армийәси җ х идариси вә или қазақ аптоном области җ х идариси.

Софий ричардсон ханим: бу тизимлик муһим әһмийәткә игә

Бу һәқтә тохталған кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати хитай ишлири директори софий ричардсон ханим мәзкур тизимликниң муһим әһмийәткә игә икәнликини билдүрди.

У мундақ деди: “трамп һөкүмитиниң шинҗаңдики дәриҗидин ташқири еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә инкас қайтуруш үчүн 8 чоң хитай юқири техника ширкити вә шинҗаңдики җ х назарити вә униң барлиқ тармақлирини бу тизимликкә киргүзүши интайин муһим әһмийәткә игә. Бу бейҗиң даирилиригә бесим пәйда қилип, сиясий қайта тәрбийәләш лагерлириниң тақилишиға түрткә болғуси.”

Тизимликкә йәнә, хитайниң “дахва технологийә ширкити”, “хиквижин” көзитиш аппарати яшаш ширкити қатарлиқ дуняви орун вә нопузға игә даңлиқ ширкәтләр, “мәгви”, “сәнстайм”, “йиту технологийәси” қатарлиқ сүний әқил ширкәтлириму киргүзүлгән.

Америкидики адвокат нури түркәлниң қаришичә, бир ширкәтниң америка сода министирлиқиниң қара тизимликигә кирип қелиши, у ширкәтниң һалакәткә йүз тутқанлиқиниму көрситидикән.

Мәлуматларға қариғанда, дуняда ясиливатқан көзитиш камералириниң көп қисмини хитайниң “хиквижин” ширкити ишләп чиқиридикән. Униң 34 миң нәпәр хизмәтчиси болғандин сирт, дуняниң һәр қайси җайлирида нәччә он тармақ ширкәтлири бар икән.

“дахва технологийә ширкити” болса 16 миң хизмәтчиси вә шималий америка, явропа қатарлиқ қитәләрдә тармақ шәртлири болған чоң типики сүний әқил ширкити һесаблинидикән.

“ню-йорк вақит гезити” ниң көрситишичәму, америкиниң бу ширкәтләрни қара тизимликкә елиши уларниң америка базирида кеңийиш вә дуняви сетиш ишлирини қийинчилиққа учратса, “йиту” вә “мәгви” қатарлиқ кичикрәк ширкәтләрни техиму зор зиян тартқузидикән.

Қара тизимлик америка-хитай сода сөһбитиниң алдиға тоғра кәлди

Америка сода министирлиқиниң хитай муәссәсәлиригә қаратқан қара тизимлики йеқинда америкида өткүзүлидиған америка-хитай сода сөһбитиниң алдиға тоғра кәлди.

Бу тизимликниң мушундақ бир пәйттә елан қилиниши, америкиниң сода сөһбитидә үстүнлүк қазинишини мәқсәт қилғанму, дегәндәк соалларға сәвәб болмай қалмайду, әлвәттә.

Һалбуки софи ричардсонниң қаришичә, буниң сода сөһбити билән анчә көп алақиси йоқ.

У мундақ деди: “бәлки бәзи кишиләр америка һөкүмити сода сөһбитигә пайдилиқ болғанлиқи үчүнла бу тизимликни мушундақ бир пәйттә елан қиливатиду, буниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики билән һечқандақ мунасивити йоқ, дейиши мумкин. Әмма, бу шинҗаңда йүргүзүлүватқан кишилик һоқуқ дәпсәндичиликигә қайтурулған бир инкастур. Бу тизимлик техиму бурунрақ чиқирилған, һәмдә хәлқара магнитиский қануни йүргүзүлгән болса техиму яхши болар иди. Лекин америка һөкүмитиниң шинҗаңниң барлиқ җ х системисини қара тизимликкә елиштәк бунчә күчлүк позитсийәдә болуши әлвәттә алдиға қарап елинған интайин муһим бир қәдәмдур.”

Хитайниң мәзкур қарар тизимликкә қайтурған инкаси мүҗмәл болди. Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси гең шваң сәйшәнбә күнидики ахбарат елан қилиш йиғинида америкини хитайниң ички ишиға арилашмаслиққа чақирди вә хитайниң кәскин тәдбирләрни қоллинип, өзиниң игилик хәвпсизликини қоғдайдиғанлиқини билдүрди. Әмма у, хитайниң қандақ тәдбирләрни алидиғанлиқини шәрһлимиди.


Америкиниң инкаслири давам қилмақта

Хитайниң 1.5 Милйондин артуқ уйғурларни асас қилған түркий хәлқләрни аталмиш қайта тәрбийәләш лагерлириға қамалғанлиқи ашкариланғандин буян америка һөкүмити изчил һалда хитайниң мәзкур қилмишини әйибләп кәлгән вә бир қисим әмәлий тәдбирләрни алған.

Америка һөкүмити илгири хотәндә завут қуруп лагерларда тутуп турулуватқан мәһбусларни мәҗбурий әмгәккә салған “тәйда ширкити” ниң мәһсулатлирини америкида чәклигән. Униңдин башқа америка ташиқи ишлар министири сәйшәнбә күни баянат елан қилип, уйғур елидики кишилик һоқуқ дәпсәндичиликидә биваситә қоли бар хитай әмәлдарлириға виза ембаргоси қойғанлиқини җакарлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.