Америка дөләт хәвпсизлик кеңишиниң сабиқ хитай ишлири директори мат поттингер хитайниң уйғурларға ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини тәкитлиди
2021.02.05
Алдинқи нөвәтлик америка дөләт хәвпсизлик кеңишиниң хитай ишлири директори мат поттингер вәзиписидин истепа бәргәндин кейин, 3-феврал күни байдин һөкүмитигә американиң хитай билән болған мунасивәтлири тоғрилиқ өзиниң тәклип вә тәвсийәлирини оттуриға қойған.
“бүгүнки вал-стрет телевезийәси” ниң хәвиридин мәлум болушичә, 3-феврал күни филорида хәлқара университети уюштурған бир паалийәттә мухбирларниң зияритини қобул қилған мат поттингер хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини вә буниң инсанийәткә қарши җинайәт икәнликини йәнә бир қетим тәкитлигән.
“бүгүнки вал-стрет телевезийәси” ниң риясәтчиси униңдин: “хитай компартийәси сиясий бюросиниң әзаси яң җйечи түнүгүн ‛тәйвән, хоңкуң, шинҗаң вә тибәт мәсилиси хитайниң дөләт мәнпәитигә тақишидиған ядролуқ мәсилә, шуңа америка ички ишлиримизға арилишишни тохтитиши керәк, деди. Сизниңчә, бу икки дөләт мунасивитидики қизил сизиқму?” дәп сориған.
Мат поттингер риясәтчиниң соалиға мундақ җаваб бәргән: “алдинқи нөвәтлик америка ташқи ишлар министири майик помпейо вәзиписидин техи йеңила айрилди. У бу һәқтә көрсәтмә берип: ‚ һазир хитай һөкүмити ирқий қирғинчилиқ елип бериватиду, бу мәдәнийәт қирғинчилиқи әмәс, буниң өзи ирқий қирғинчилиқ‛дегән иди. Йеңидин тәйинләнгән америка ташқи ишлар министири тоний билинкенму буниңға қошулидиғанлиқини, буниң байдин һөкүмитиниңму ортақ қариши икәнликини тәкитлиди. Шуңа бу мәсилидә һәр икки нөвәтлик икки америка һөкүмити ортақ қарашта дейишкә болиду.”
Мат поттингер әпәнди сөзини давамлаштуруп, америка билән хитай оттурисидики сода мунасивитидә хитайда йүз бериватқан “инсанийәткә қарши җинайәт” ниң нәзәргә елиниши керәкликини тәкитлигән.
Мат поттингер мундақ дегән: “америка хитайда ирқий қирғинчилиқ йүз бериватқанлиқидәк әмәлийәтни қобул қилиши керәк. Хитай билән тиҗарәт қиливатқанларму бу һәқиқәтни қобул қилиши керәк. Бизниң һөкүмитимиз алдинқи 4 йилда бу җәһәттә көплигән хизмәтләрни тиришип ишлидуқ. Биз бейҗиң һөкүмити билән болған мунасивәтни нормал елип беришқа тириштуқ. Әмма бейҗиң һөкүмити башқа әркин демократик дөләтләрниң қарашлирини қоллимаслиқ позитсийәсидә болди. Сиз хоңкуң вәзийитигә қараң, тәһдиткә учраватқан тәйвәнгә қараң, уларниң (хитайниң) йеқин қошниси һиндистанға қилған чегра паракәндичиликигә қараң. Шуңа американиң сода саһәсидикиләр өзлириниң хәвп-хәтәргә йүзлиниватқанлиқини һес қилиши керәк. Әгәр улар хитай билән сода қилмақчи болса, хитайға мәбләғ салмақчи болса, алди билән трамп һөкүмити билән байдин һөкүмитиниң хитайда болуватқан еғир дәриҗидики инсанийәт дәпсәндичилики мәсилиси бойичә бирликкә кәлгән ортақ қаришини нәзәргә елиши керәк.”
Мат поттингер йәнә америка-хитай мунасивитидики ихтилапларға сәвәб болуватқан хитайниң вухән шәһиридин тарқалған крона вирусиниң америка вә дуняға кәлтүргән апити, американиң қара тизимликигә киргүзүлгән хуавей қатарлиқ хитай ширкәтлири мәсилисидики позитсийәси қатарлиқ сәзгүр темиларда соралған соалларға җаваб ббәргән. У җов байдин һөкүмитини хитай билән болған мунасивәттики бәзи сәзгүр мәсилиләрдә алдинқи нөвәтлик америка һөкүмитиниң қаттиқ позитсийәсини давамлаштурушқа чақирған.
Америкадики хитай вәзийәт анализчиси, “бейҗиң баһари” журнилиниң баш муһәррири ху пиң әпәнди бу һәқтә зияритимизни қобул қилди. У 3-феврал күни “вал-стрет теливезийәси” дә берилгән алдинқи нөвәтлик америка һөкүмитиниң дөләт хәвпсизлик кеңишиниң хитай ишлири директори мат поттингерниң “уйғурлар ирқий қирғинчилиққа учраватиду” дегән сөзигә алаһидә диққәт қилғанлиқини билдүрди.
Ху пиң әпәндиниң тәкитлишичә, мат поттингерниң сөзидин хитай һөкүмитиниң уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватқанлиқини, буниң американиң һәр икки нөвәтлик һөкүмити ортақ қарашқа кәлгән бир нуқта икәнликини ениқ көрүвелишқа болидикән.