Хитайниң уйғур районидики өзгәрмәс пилани: “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” (3)

Мухбиримиз җәвлан
2022.04.14
Хитайниң уйғур районидики өзгәрмәс пилани: “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” (3) Ақсу онсу наһийәсидики баһар байримилиқ тәбрикләш паалийитидә хтайчә усул ойнаватқан уйғур йигит-қизлар. 2022-Йили 7-феврал.
aksxw.com

Уйғур аптоном районлуқ парткомниң “2022-йиллиқ муһим ислаһат нуқтилири” да, мәдәнийәт тәшвиқати җәһәттә “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш қурулушини зор күч билән гүлләндүрүш, мәдәнийәт түзүлмиси ислаһатини чоңқурлаштуруш, җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини давамлиқ мустәһкәмләп, шинҗаңниң узун муддәтлик муқимлиқи вә әминликиниң идийиви асасини бәрпа қилиш” пилани көрситилгән.

“шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” дегән бу шоар 2020-йил 9-айда ечилған “3-қетимлиқ шинҗаң хизмити йиғини” да оттуриға қоюлған болуп, хитай рәиси ши җинпиң “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини мустәһкәмләп, милләтләрниң бүйүк иттипақлиқини давамлиқ күчәйтиш” ни, “идеологийә хизмитини яхши ишләп, шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш қурулушини чоңқур қанат яйдурушни”, йәни “шинҗаңдики һәр милләт амминиң хитай дөлитигә, җуңхуа миллитигә, җуңхуа мәдәнийәтигә, хитай компартийәсигә тәвә болуш еңини һәр хил йоллар билән әмәлгә ашурушни тәкитлигән.

Сиясий көзәтчи илшат һәсән хитайниң йиллардин бери өзиниң феодализм билән коммунизм бирләшкән қалақ мәдәнийитини уйғурларға теңиватқанлиқини билдүрди.  

Хитай мәтбуатлирида көрситилишичә, хитай һөкүмитиниң “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” дегән бу йетәкчи идийәси хитай компартийәсиниң йеңи дәврдә“шинҗаңни түзәш истратегийәси” ниң муһим қисми болуп, “маркисизм мәдәнийитини шинҗаңда намайән қилиш вә қоллиниш, мәдәнийәт билән иқтисадий тәрәққиятниң мунасивитини яхши бир тәрәп қилиш” тәләп қилинған. Хитай анализчилириниң қаришичә, уйғур районида иқтисад гүлләнгән тәқдирдиму мәдәнийәтниң гүллинишигә түрткә болалмайдикән. Йәни хитай һөкүмитиниң нәзәридә, уйғурларни бай қилған тәқдирдиму уларниң “мәдәнийәттә арқида қалған вәзийити” ни өзгәрткили болмайдикән. Шуңа “мәдәнийәт билән озуқландуруш” арқилиқ бу райондики хәлқниң қәлбини хитайға муҗәссәм қилиш, уларға җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси еңини сиңдүрүш, уларниң айрим тили, мәдәнийәти, дини вә өрп-адәтлирини йоқитип, ортақ хитай еңи вә сотсиялистик қиммәт қаришини омумлаштуруш керәк икән.

Америкадики германийә маршал фондиниң хитай ишлири тәтқиқатчиси закари купер (Zkachary Cooper) хитай иқтисади чекингәнсери, хитай һөкүмитиниң хитай милләтчилики вә коммунизм идеологийәсини базарға салидиғанлиқини, әмма буниң хитайниң тәрәққиятиға пайдиси йоқлуқини билдүрди.  

Истратегийә мутәхәсиси, доктор әркин әкрәмниң қаришичә, хитайда “өзи ятниң көңли ят” дәйдиған бир гәп болуп, улар шу аң бойичә башқа милләтләрни йәкләп кәлгән яки уларни ассимилатсийә қилишқа күчәп кәлгән.

00351469378_50f81fa7-small.jpg

Хитай даирилири йиллардин буян уйғур районида “җуңхуа милләтлири ортақ еңи” ни бәрпа қилишни милләтләр вә дин хизмитиниң муһим нишани қилип кәлгәниди, 2020-йил “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш” шоари оттуриға қоюлғандин кейин, буни партийәниң йеңи дәврдики милләтләр сиясити, “шинҗаңни идарә қилишниң идийә қурулуши” сәвийәсигә көтүрүп, бир қатар ислаһат пиланлири түзгән. Җайлардиму буниңға мас һалда конкрет ислаһат вәзипилири орунлаштурулған. “ақсу ахбарат тори”ниң йеқинда бәргән хәвиригә қариғанда, ақсу вилайити орунлаштурған 129 түрлүк ислаһат вәзиписи ичидә “шинҗаңни мәдәнийәт билән озуқландуруш хизмитини чиң тутуп, хитайниң илғар әнәниви мәдәнийитини мәктәпләргә, аилләргә, мәһәллиләргә, алақә ториға, әң ахирида каллиға киргүзүп, илғар мәдәнийәт арқилиқ йетәкләш қурулушини давамлиқ илгири сүрүш керәк” дегән нуқтилар орун алған.

Тәһлилчиләрниң билдүрүшичә, хитай тәшвиқатлири сөз ойнитишқа уста болуп, “җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси” яки “җуңхуа миллити” дегини әмәлийәттә хитай миллитини, “җуңхуа мәдәнийити” дегини хитай мәдәнийитини көрситиду. Ши җинпиң хитай компартийәсиниң һәр саһәдики мутләқ үстүнлүкини, болупму идеологийә җәһәттики һөкүмранлиқини сақлашқа урунуп келиватқан болуп, “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” шоарини оттуриға қоюш арқилиқ уйғур районидики хәлқниң миллий еңи, диний еңи, җүмлидин мәдәнийәт еңини йоқатмақчи, униң орниға хитай мәдәнийити вә маркисизм идийәсини сиңдүрмәкчи болған. Йәни уйғурларниң миллий тәбиити, мусулманлиқ еңини йоқитип, униң орниға хитай еңи вә партийәниң “қизил гени” ни алмаштурмақчи болған.

Америкалиқ инсаншунас, уйғур мәсилилири тәтқиқатчиси дәррен байлер (Darren Byler) радийомизға қилған сөзидә хитайниң “мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” қурулушиниң мәдәнийәт қирғинчилиқи икәнликини, биңтуәнниң буниңда алаһидә рол ойнаватқанлиқини оттуриға қойди. 

Илшат һәсән әпәнди “бүгүнки күндә мәвҗутлуқи хирисқа учраватқан  уйғурлар өз мәдәнийәти вә кимликини йоқитип қоярму?” дегән әндишигә қарита  көз қаришини билдүрүп, уйғурларниң мәдәнийәттә хитайдин үстүн икәнликини, илғар мәдәнийәтниң қалақ мәдәнийәткә ундақ асан ассимилатсийә болмайдиғанлиқини ейтти.  

 Игилинишичә, “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш” хитайниң “14-бәш йиллиқ пилан” мәзгилидики мәдәнийәт қурулушиниң асаслиқ нишани һәмдә 2035-йил хитайни мәдәнийәттә күчлүк дөләт қилип қуруп чиқишниң йол хәритиси болуп, уйғур аптоном районлуқ парткомниң 9-нөвәтлик 11-қетимлиқ омумий йиғинидиму “шинҗаңни мәдәнийәт арқилиқ озуқландуруш қурулушини илгири сүрүш, җуңхуа милләтлири ортақ гәвдиси тәрбийәсини күчәйтип милләтләр иттипақлиқини мустәһкәмләш, шинҗаңдики ислам динини хитайчилаштурушни илгири сүрүш, мәдәнийәт ишлири вә мәдәнийәт кәсиплирини тәрәққий қилдуруп, иттипақлишип бирликтә күрәш қилиш еңини давамлиқ мустәһкәмләш” пилани оттуриға қоюлған.

Илшат һәсән әпәнди, мәдәнийәт вә мәвҗутлуқи еғир хәтәр астида қалған уйғурларниң һаман бир күни өз тәқдирини өзи қолиға елип, мәдәнийәттә қайта гүллиниш пәйда қилалайдиғанлиқини, чәт әлдики уйғурларниң имканқәдәр топлишип олтурақлишип, мәһәлливи мәдәнийәт бәрпа қилиш арқилиқ өз мәвҗутлуқини сақлап қалалайдиғанлиқини билдүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.