“USCC” : америка хитайни тәһдит дәп қарашни давамлаштуруши керәк

Мухбиримиз ирадә
2021.02.02
“USCC” : америка хитайни тәһдит дәп қарашни давамлаштуруши керәк Хитай президенти ши җинпиң “бир бәлвағ бир йол” юмилақ үстәл йиғинида. 2017-Йили 15-май, бейҗиң.
AP

Америка дөләт мәҗлиси қармиқидики “америка-хитай иқтисад вә бихәтәрлик тәкшүрүш комитети” 28-январ күни хитай һәққидә бир испат аңлаш йиғини өткүзди. Йиғинда мәзкур комитетниң әзалири сөз қилди вә һәрқайси тәтқиқат мәркәзлири вә унверситетлардин кәлгән мутәхәссисләрниң хитай һәққидики пикирлирини аңлап мулаһизә қилди.

Диққәт қозғайдиғини шуки, йиғинда ши җинпиң йеـтәкчиликидики хитай һакимийитиниң америка үчүн тәһдит икәнликидәк ортақ көз қараш алға сүрүлди. Улар ши җинпиңниң хитайни хәтәрлик таҗавузчи күчкә айландурғанлиқи, американиң бу дөләтни давамлиқ һалда тәһдит, дәп қариши керәкликини тәкитләшти.

Америка-хитай иқтисад вә бихәтәрлик тәкшүрүш комитети “USCC” ниң рәиси каролин бартоломов америка-хитай мунасивәтлири һәққидики испат аңлаш йиғининиң ечилиш нутқида төвәндикиләрни деди:

“бу йил америка хитай мунасивәтлири үчүн интайин муһим бир йил. Бу йил хитай компартийәси қурулғанлиқиниң 100 йиллиқи вә хитай буниңға зор әһмийәт бәрмәктә. У хәлқарада хитайниң тез сүрәт билән йүксиливатқанлиқини, ғәрбниң чөкүшиниң муқәррәрликини тәшвиқ қилмақта. Хитай компартийәси дуняниң һәрқайси җайлирида тарқитиватқан параңлар һәмишә ялғанчилиқ үстигә қурулған, у һәқиқәттин узақ.”

Каролин бартоломов ханим сөзидә уйғурларға йүргүзүлүватқан ирқий қирғичилиқ үстидиму алаһидә тохталди. У мундақ деди: “хитай депломатлири корона вируси юқумини контрол қилиштики мәғлубийитини йошуруш үчүн вирусниң мәнбәсини америкаға дөңгиди. Уларниң иқтисадиниң өрләватқанлиқиға аит статистикилар болса гуманлиқ. Улар америка ташқий ишлар министирлиқи вә башқа нурғун мутәхәссисләрниң ‛хитай уйғурларға ирқий қирғинчилиқ елип бериватиду, ‚ дегән әйибләшлирини рәт қилиш билән биргә, уйғурларға йүргүзүлүватқан мәҗбурий әмгәк, халиғанчә тутуп туруш, қийнаш вә диний сорунларни вәйран қилиш һәрикәтлири һәққидики интайин толуқ мәлуматларға қаримай ялған сөзләватиду.”

Каролин бартомолов ханим сөзидә йәнә: “җов байдин һөкүмити вә йеңи дөләт мәҗлиси депломатик мунасивәтләр әслигә кәлгәндин буянқи америка вә хитайниң әң очуқ-ашкара тиркишиватқан дәври билән йүзләшти,” деди. У ши җинпиң рәһбәрликидики хитай һөкүмитини дуняниң һәрқайси җайлирида американиң хәвпсизлики, иқтисади, қиммәт қарашлири вә дуня тәртипи үчүн тәһдиткә айланди, дәп әскәртти.

Испат аңлаш йиғинида йәнә мәзкур комитетниң комиссари рой кампавсенму кириш сөз қилди. У хитайниң һәрбий мәвҗутлуқини үзлүксиз кеңәйтиши вә иқтисадий зомигәрликиниң нурғун дөләтләрдә гуман, әндишә қозғаватқанлиқини билдүрди.

У мундақ деди: “һинди-тенч окяндики нурғун дөләтләр һазир бейҗиңниң җуғрапийилик сиясий арзусиға гуман билән һәтта пүтүнләй дүшмәнлик билән қарайду. . . Хитайниң деңиздики һәрбий һәрикәтлирини күчәйтиши, японийә вә тәйвән һәққидики қаттиқ позитсийәлири һәрқайси дөләтләрниң әндишилирини күчләндүрмәктә. Хитайниң бундақ қутратқулуқ характеридики пәрвасиз һәрикәтлири район бихәтәрликигә еғир тәһдит”

Юқириқи икки комитет әзасиниң сөзлиридин кейин йиғинда испат беришкә тәклип қилинған мутәхәссиләр бир-бирләп сөз қилип хитай һәққидики пикир-тәклиплирини бәрди. Бу мутәхәсиссиләр бирдәк хитай америкаға пәйда қиливатқан тәһдитниң интайин җиддийлики, буниң иқтисад, сода, һәрбий, пән-техника қатарлиқ нурғун саһәләргә берип четилидиғанлиқини ейтти.

Йиғинда сөз қилған вашингитон унверситети еллиот хәлқара мунасивәтләр иниститути профессори роберт суттер әпәнди хитайни америкаға һәрсаһәдә тәһдит болуватиду, деди. У америка һөкүмитигә тәклип берип: “американиң биринчидин, хитай тәһдитигә қарита күчлүк қарши тәдбирләрни қоллиниши керәкликини, иккинчидин, хитайға қарши сиясәтләрниң һәр икки партийәгә вәкиллик қилиши керәкликини” билдүрди. У: “америка дөләт мәҗлисидики һәр икки партийә әзалири, америка һөкүмити хитай тәһдитидин ибарәт бу мәсилидә тарихта көрүлмигән дәриҗидә бирдәкликкә игә, бундақ пайдилиқ вәзийәт изчил давамлаштурулуши керәк” деди.

Бу йиғин җов байдин һөкүмити вәзипигә олтурғандин кейин “америка-хитай иқтисад вә бихәтәрлик тәкшүрүш комитети” да хитай һәққидә ечилған тунҗи испат аңлаш йиғини. Американиң хитай сияситини бәлгиләштә муһим рол ойнайдиған бу комитет әзалириниң хитай һәққидики мәйдани диққәт қозғиди.

“җәнубий хитай әтигәнлик гезити” бу һәқтики хәвиридә, америка-хитай иқтисад вә бихәтәрлик тәкшүрүш комитетиниң баянати американиң хитайға ишәнмәйдиғанлиқини, таҗисиман вирус юқуми вә кишилик һоқуқ қатарлиқ мәсилиләр түпәйлидин һәр икки партийә әзалирида хитайға пәйда болған наразилиқ түгимигәнликини, җов байдин һөкүмитиниңму хитайға қаттиқ қол позитсийәдә болидиғанлиқини намайән қилип бәрди, дегән.

Мәлум болушичә, америка дөләт мәҗлис әзалири җов байдин һөкүмитигә хитайға қарши қаттиқ қол сиясәт йүргүзүш һәққидә көп бесим қиливатқатқан болуп, байдин һөкүмитидики әмәлдарларму һөкүмәт сиясити һәққидики ипадилиридә шундақ болидиғанлиқини вәдә қилмақтикән.

Шу күнки испат аңлаш йиғинидиму мәйли комитет әзалири болсун мәйли тәтқиқатчилар болсун һәммиси бир еғиздин хитайниң бүгүнгичә хәлқаралиқ мәсилиләрдә бәргән вәдилиригә әмәл қилип бақмиғанлиқи, бундин кейинму қилмайдиғанлиқи, американиң һәргизму келимат мәсилиси қатарлиқ бир қисим мәсилиләрдә хитай билән һәмкарлишишни дәп, йәнә хитайниң вақит өткүзүшигә, американи давамлиқ колдурлитишиға йол қоймаслиқини һәм бундақ мәсилиләрниң американиң кишилик һоқуқ қатарлиқ американиң ядролуқ қиммәт қарашлириға мунасивәтлик мәсилиләрдә хитайни тәнқидлишигә тосалғу болмаслиқи керәкликини тәкитләшти. Комитет рәиси каролин бартоломов болса: “хитай компартийәсиниң ‛инсанийәтниң ортақ тәқдири‚ дегини хитайниң мәнпәәтигә, дөләт игиликидики иқтисадиға вә мустәбит һакимийәт системисиға пайдилиқтур,” деди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.