“аилиңиз бәдәл төләйду!” : хитайниң чәт әлләрдики уйғурларға созулған қара қоли һәққидә доклат елан қилинди

Мухбиримиз нуриман
2021.11.11
“аилиңиз бәдәл төләйду!” : хитайниң чәт әлләрдики уйғурларға созулған қара қоли һәққидә доклат елан қилинди “аилиңиз бәдәл төләйду: хитайниң әркин демократик дөләтләрдики уйғурларниң шәхсий учурлирини тәқиб қилиши вә уларға қорқунч селиши” сәрләвһәлик 65 бәтлик доклатниң баш сүрити. 2021-Йили 10-ноябир.
uhrp.org

10-Ноябир уйғур кишилик һоқуқ қурулуши вә “оксус” (Oxus аму дәрясиниң қәдимки юнан тилидики атилиши) намидики оттура асия ишлири җәмийити бирликтә “аилиңиз бәдәл төләйду: хитайниң әркин демократик дөләтләрдики уйғурларниң шәхсий учурлирини тәқип қилиши вә уларға қорқунч селиши” сәрләвһәлик 65 бәтлик бир доклат илан қилди.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулушиниң тор бетидә берилгән мәлуматларға қариғанда, мәзкур доклат уйғур кишилик һоқуқ қурулуши билән “оксус” оттура асия җәмийити бирликтә “хитайниң уйғурларға қаритилған дөләт һалқиған бастуруши” һәққидә топлиған илгирики санлиқ мәлуматлириға асасән кеңәйтилгән икән. Бу йеңи тәтқиқатқа 19 йил ичидә 22 дөләттики хитайниң “1-дәриҗилик дөләт һалқиған бастуруши” ниң зиянкәшликигә учриған 5530 мисал қошулған. “1-дәриҗилик дөләт һалқиған бастуруш” шәхсләр вә аилә әзалириға хитай даирилири тәрипидин кәлгән агаһландуруш вә тәһдидләрни, хитай даирилири яки интерпол қатарлиқ хәлқаралиқ тәшкилатлар арқилиқ чиқирилған тутуш буйруқи қатарлиқларни өз ичигә алидикән. Доклатта қорқутуш вә паракәндичилик селиш вәқәлириниң көпинчисинң хәвәр қилинмайдиғанлиқи вә бу хил паракәндичиликкә учриған уйғурларниң саниниң тәкшүрүп ениқланғандинму көп болуши мумкинлики тәкитләнгән.

Уйғур кишилик һоқуқ қурулуши хадимлиридин тәшвиқат вә алақә ишлириға мәсул петир ирвин әпәнди мәзкур доклат һәққидә зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “бу доклатта хитай һөкүмитинң муһаҗирәттики уйғурларға қандақ усуллар билән паракәндичилик силиватқанлиқи вә қорқутиватқанлиқи көрситилди. Топлиған учурларға асасланғанда, хитай һөкүмити дөләт чиграсидин һалқип, муһаҗирәттики уйғурлар қайси дөләттә яшаватқан болушидин қәтийнәзәр, уларниң юртиға қайтишини ейтип телефун қилиш, телефун, компиютир қатарлиқ илктронлуқ әсваплириға һәр хил вируслар арқилиқ соқунуп керип тордики һәрикәтлирини назарәт қилиш, иҗтимаий алақә вастилиридики образиға дәхли йәткүзүш, очуқ-ашкара һалда уйғур җамаити ичидики образиға бузғунчлиқ қилишқа урунуш қатарлиқ усулларни қолланған.”

Доклатта көрситилишичә, хитай һөкүмити мәхсус хаккерларни ишқа селип, вируслуқ юмшақ деталларни тарқатқан. Ашкарилинишичә, 2019-йили хитай хаккерлири сүрийәдики уйғурларни нишанлаш үчүн “сүрийә хәвәрлири” намлиқ тор бекәт қурған. Улар йәнә афғанистан, кувәйт, һиндонезийә, малайсия, пакистан вә түркийәдә яшайдиған уйғурларни нишан қилған мушуниңға охшаш әпләрни иҗад қилип, улар һәққидә мәлумат топлиған. Бу әпләр уйғурчә, инглизчә, әрәбчә, хитайчә, түркчә, пуштучә, парсчә, малайчә, һиндонезийәчә, өзбекчә, ордучә вә һиндичә тилларда ишлитилгән.

Петир ирвин әпәнди йәнә мундақ деди: “бизниң тәкшүришимизгә қатнашқанларниң 95 пирсәнти өзлири турушлуқ дөләтләрдә хитайниң тәһдитини һес қилидикән. 75 Пирсәнит киши иҗтимаий алақә васитилири арқилиқ хитай даирлириниң һәр түрлүк тәһдити вә паракәндичиликигә учриған. Бу санлиқ мәлуматлар кишини чөчүтиду. Уларниң көпинчиси өзлири турушлуқ дөләтниң бихәтәрлик сиситимисидин ярдәм тәләп қилған. Әпсуслинарлиқи, улар иһтияҗлиқ ярдәмгә иришәлмигән. Бу биз байқиған йәнә бир муһим нуқта.”

Радийомизға кәлгән учурларға асасланғанда, хитай даирилири лагерларға вә яки түрмиләргә қамалған уруқ-туғқанлириниң әһвалини ахбарат вастилириға ашкарилиған муһаҗирәттики уйғурларға һәр хил усулда тәһдит салмақтикән. Уларниң ейтишичә, хитай истихбарат хадимлири уларниң бәзилиригә хитай һөкүмити билән һәмкарлишиш тоғрилиқ үндидар арқилиқ биваситә телефон қилидикән яки хитайчә учур йоллайдикән. Йәнә бәзилиригә ата-анилири вә уруқ-туғқанлирини телефон қилдуруп, уларниң еғизи арқилиқ бесим қилидикән.

Америкада турушлуқ қәлбинур ғени ханим өзи бивастә корладики хитай әмәлдарлириниң тәһдитигә учриғанларниң бири болуп, у радийомизниң зияритини қобул қилип мундақ деди: “хитай даирилири ачамни тутуп кәткәндин кейин, мениң иҗтимаий таратқуларда қилған һәрикитимни тохтитиш үчүн хитай сақчилири анамни қорқутти. Анам арқилиқ маңа тәһдит салди.”

Мәзкур доклатта хитай һөкүмитиниң дөләт һалқиған бастуруш усуллири хәлқаралиқ қанун-қаидиләрни бузуп ташлап, әркин демократик дөләтләрдә яшайдиған нурғун уйғурларниң асасий қанунлуқ һоқуқи, сөз әркинлики вә тинч намайиш қилиш һоқуқиға дәхли-тәруз қилғанлиқини тәкитлигән. Доклатта йәнә дуняниң һәрқайси җайлирида яшаватқан нурғун уйғурларниң хитай даирилири тәрипидин җасуслуқ қилишқа мәҗбурланғанлиқи һәққидики мәлуматлар баян қилинған.

Петир ирвин әпәнди ахирида шәхс вә һөкүмәтләрниң муһаҗирәттики уйғурларниң бихәтәрлики һәмдә нормал һаят кәчүришигә көңүл бөлүши һәққидә тохтилип мундақ деди: “аммиви тәшкилатлар вә шәхсий ширкәтләр уйғурларға һәр хил шәкилдә ярдәмчи болалайду. Мәсилән, сиясий панаһлиқ ишлириға мәслиһәт биридиған қанун орунлири, қанун мәслиһәтчилири кишиләрниң турушлуқ рухсити һәққидики билимләр билән тәминлийәләйду. Фейсбук, твиттер вә башқа иҗтимаий тор супилири торда паркәндичилик вә тәһдит силиватқанларға қарши туридиған қаидиләрни күчәйтиши керәк. Асаслиқи, уйғурларниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн хәлқарлиқ органлар вә һәр қайси һөкүмәтләр уйғурларға қаритилған дөләт һалқиған бастурушқа қарши туруши керәк. Америка вә уйғурлар турушлуқ башқа дөләтләрдә уйғурларға қаритилған көчмәнләрни орунлаштуруш пирограммиси болуши керәк. Мәсилән, америкада турушлуқ уйғурларниң америкадики сиясий панаһлиқ ишлирини тезлитиш керәк.”

Мәзкур доклатта муһаҗирәттики уйғурларниң әһвали мундақ хуласиләнгән: “чәт әлдики уйғурлар аҗиз бир топлуқ, улар пәқәт тор техникалириға тайинип аилиси билән болған алақини сақлашқа теришиду. Кишини әпсусландуридиғини, уларниң аилиси билән болған алақини сақлап қелиш арзуси сәвәбидин улар хитай дөлитиниң қорқутушға, тәһдитигә вә һәр түрлүк паракәндичиликигә учримақта.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.