Зулхумар исһақ: кимликимдә “уйғур” дәп йезилғанлиқи үчүнла сақчиларниң тохтимай сорақ қилишидин қутулалмидим

Мухбиримиз ирадә
2019.03.22
Zulxumar-Ishaq-01.JPG Зулхумар исһақ аписи зөһрә талип ханим билән биллә (вақти ениқ әмәс).
RFA/Irade

Нөвәттә шиветсийәдә яшаватқан зулхумар исһақниң қумулда бир өмүр дөләт кадири болуп ишлигән ата-аниси пенсийигә чиққандин кейин, йәни 2018-йили 11-айда лагерға елип кетилгән. Зулхумар исһақ радийомизға бәргән сөһбитидә ата-анисиниң һөкүмәткә интайин садиқлиқ билән хизмәт қилған кишиләр икәнликини әскәртип “мениң ата-анам пәқәт уйғур болғанлиқи үчүнла тутқун қилинди. Хитай һөкүмитиниң лагерларда террорчиларни, радикалларни тәрбийиләватимиз дегини ялған. Мән буни дуняға ашкарилаймән,” дегән иди.

1988-Йили қумулда туғулуп чоң болған зулхумар исһақ кичикидин тартип хитай тилида оқуған вә бейҗиң университетиға қобул қилинип, шу мәктәпниң ахбарат кәспидә оқуған. Мәктәп пүттүргәндин кейин бейҗиңда хизмәт қилип қалған. Бирақ у “гәрчә чирайим бәк уйғурға охшап кәтмисиму, кимликимдә ‛уйғур‚ дәп йезилғанлиқи үчүн сақчиларниң мени тохтимай издәп сорақ қилишидин қутулалмидим,” дәйду. 

Әсли кәспи ахбарат вә таратқу болған зулхумар мәктәп пүттүргәндин кейин өзиниң кәспидә давамлиқ сәпәргә чиқип туруши керәкликини, әмма уйғур болғанлиқи үчүн сәпәргә чиқип меһманханиларға чүшүшиниң толиму қейин болидиғанлиқини һес қилип ахири оқуған кәспини қилмай бейҗиңда башқа хизмәт издәшкә мәҗбур болған. 

У 2017-йилидин башлап, бейҗиңда сақчиларниң уйғурларни издәп сорақ қилиши еғирлап кәткәнлики, бейҗиңда бир уйғур болуп яшаш мумкин болмайдиған һалға кәлгәнликини билдүрди. 

Бейҗиңға қатнайдиған пойизда бир қетим пойиз хадими зулхумарниң кимликини алаһидә тәкшүрмәкчи болғанда зулхумар буниңдин нарази болуп, уни рәт қилған. Буниң билән пойиз хадими кийимидә “алаһидә һәрикәт қисми” дәп хәт йезилған алаһидә сақчини чақирған. Шу қетим у пойиз хадиминиң қолида “пойиздики нуқтилиқ кишиләр” тизимлики барлиқини вә у тизимликтики кишиләрниң һәммисиниң уйғурлуқини байқиған. 

У өзи учриған мушундақ әһвалларни видийоға тартивалған болуп, бир қетим зулхумарниң аписи көз оператсийәси қилиш үчүн бейҗиңға келип меһманханиға чүшкәндиму шу йәрлик бир сақчиниң сорақ қилишиға учриған. 

Зулхумар исһақ “ахири хитайда бир уйғур болуп яшашниң мумкин болмайдиғанлиқини һес қилғандин кейин шветсийәгә кетишни қарар қилдуқ,” дәйду. 

Зулхумар исһақ “мениң нөвәттики мәқситим ата-анамға шундақла лагерға қамалған ашу милйонларчә уйғур вә қазақ қатарлиқ бигунаһ кишиләргә ярдәм қилиш,” дәйду.

Зулхумар нөвәттә уйғурлар учраватқан миллий бесимни, лагерларни ашкарилаштики актип паалийәтчиләрниң биригә айланған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.