Хитайниң корона вируси һәққидики баянларни контрол қилишқа урунуватқанлиқи мәлум

Мухбиримиз җүмә
2020.04.12
xitay-virus-teshwiqati-202004.png “вал стрет журнили гезити” дә елан қилинған хитайниң иҗтимаий медия учурлири арқилиқ корона вируси һәққидики баян-шәрһләрни контрол қилишқа урунуватқанлиқи һәққидики хәвәр. 2020-Йили 10-апрел.
Photo: RFA

Хитайниң иҗтимаий медия учурлири арқилиқ корона вируси һәққидики баян-шәрһләрни контрол қилишқа урунуватқанлиқи мәлум.

“вал стрет журнили гезити” ниң хәвәр қилишичә, хитай даирилири русийәниң сахта учур тарқитиш тактикисиға охшап кетидиған америкидики иҗтимаий медия бәтлиридин еланларни сетивелиш усулидин пайдилинип корона вирусиға қайтурулған дуняви инкасларни қайта шәрһләшкә урунмақта икән.

Хитайниң урунушлири фейсбуктин дөләт игидарчилиқидики инглиз тиллиқ ахбаратлар үчүн елан сетивелип өзиниң хәвирини базарға селиши, һәтта бәзидә америкиниң мәзкур вирусқа қайтурған инкасини начар қилип көрситиш қатарлиқларни өз ичигә алидикән.

“хатирилигән кәлгүси” намлиқ тор бихәтәрлики тәтқиқат җәмийитиниң доклатиға қариғанда, бу йил февралдин, мартниң бешиға кәлгүчә хитай һөкүмити игидарчилиқидики ахбарат органлири америкидики иҗтимаий ахбаратларға күнигә 3 миң 300 парчә учур чаплиған. Бу хитай ахбаратиниң адәттики учур чаплаш нисбитидин 3 һәссә юқири болған.

Булар асасән фейсбук вә твиттер торлирида алаһидә актип болған.

Хәвәрдә нәқил елип көрситишичә, “станфорд интернет рәсәтханиси” намлиқ тәтқиқат орнидики тәтқиқатчи ванесса молтер хитайниң 2018-йилидин буян сиясий елан тарқитиш үчүн фейсбуктин 200 дин артуқ елан орни сетивалғанлиқини, буларниң мутләқ көп қисминиң өткән икки ай җәрянида сетивелинғанлиқини билдүргән.

Хитайниң вухән шәһиридин тарқалған “вухән корона вируси” дуняви вабаға айлинип җиддий кризис пәйда қилғандин кейин, хитай мәзкур вирус мәсилисидики мәсулийәтни үстигә алмиған. Һәтта хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси җав лиҗийән бир твиттер учурида мәзкур вирусниң америка әскәрлири тәрипидин тарқитилғанлиқини тәшвиқ қилған иди.

“йеңи корона вируси” дәп атиливатқан өпкә яллуғисиман бу вирус нөвәттә пүтүн дуня миқясиға ямрап, 1 милйон 800 миңға йеқин адәмни юқумландурған вә 100 миңдин артуқ адәмниң җениға замин болған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.