“чегра район тор чолпанлири: хитай тәшвиқатиниң йеңи йүзи” намлиқ доклатта хитайниң сахта учур һәрикити ашкариланди

Мухбиримиз ирадә
2022.10.31
“чегра район тор чолпанлири: хитай тәшвиқатиниң йеңи йүзи” намлиқ доклатта хитайниң сахта учур һәрикити ашкариланди ASPI Доклатида YouTube тин елип ишләткән, хитай тәшвиқатидики муйәссәр исимлик уйғур қизниң “шинҗаңлиқ қиз муму” қанилида яң җйечиниң сөзини тәкрарлиған көрүнүши.
aspi.org.au

Хитай һөкүмитиниң уйғур елида ирқий қирғинчилиқ вә инсанийәткә қарши җинайәт билән шуғуллиниватқанлиқи америка қатарлиқ ғәрб демократик дөләтлиридә етирап қилинип, бу дөләтләрдики хәлқләр арисида тонулушқа башлиғандин буян, хитай һөкүмитиму буниңға қарши тәшвиқат һәрикәтлирини күчәйтмәктә. Йеқинда австралийә истратегийә вә сиясәт тәтқиқат мәркизи (ASPI) Хитай һөкүмитиниң мана мушундақ тәшвиқат һәрикәтлиридә қоллиниватқан йеңичә услубини тәтқиқ қилидиған бир парчә муһим доклатқа имза қойған. Мәзкур доклатқа “чегра район тор чолпанлири: хитай тәшвиқатиниң йеңи йүзи” дәп мавзу қоюлған.

Доклатта хитайниң дуня миқясида мәркәзлик тәшвиқат вә сахта учур һәрикитини қандақ тәрәққий қилдуруватқанлиқи, шундақла униңда қоллиниватқан йеңичә услублар тәпсилий тонуштурулған. Болупму униңда хитай һөкүмитиниң сахта учур вә тәшвиқат һәрикәтлирини хитайда мутләқ чәкләнгән йотуб (YouTube) вә тивиттер қатарлиқ иҗтимаий таратқуларни қоллинип, америкалиқ сиясәтчиләрниң көз алдида қиливатқанлиқидәк пакитқа алаһидә диққәт тартилған.

Доклатта көрситилишичә, хитай һөкүмити йеқинқи бир қанчә йилдин буян ютуб торида уйғур, тибәт вә ичкий моңғулийәдин ибарәт чегра районлириға вәкиллик қилидиған торда тәсир пәйда қилған шәхсләрни яки башқичә атилиши билән тор чолпанлирини қоллинип туруп, бу районларға алақидар тәшвиқатлирини базарға селишни күчәйтмәктикән. Бу тор чолпанлири әслидә хитай ичидики тор бәтләрдә хитай һөкүмитиниң сиясәт линийисигә мас келидиған видийоларни ишләп тарқитидиған болуп, уларниң видийолири кейинчә ютуб (YouTube) торидиму тарқитилишқа башлиған.

Мәзкур доклатни тәйярлиған апторларниң бири, австралийә истратегийә вә тәтқиқат мәркизиниң тәтқиқатчиси дария импийомбато (Daria Impiombato) ниң радийомизға ейтишичә, бу тор чолпанлири дуняниң башқа җайлиридики тор чолпанлиридин пәрқлинидиған болуп, улар хитай һөкүмити башқурушидики бир ширкәткә ишләйдикән.

У бизгә мундақ дәйду: “бу тор чолпанлири хитайдики ‛көп хил қанал тори‚ йәни (MCN) намлиқ бир ширкәтниң тохтамлиқ ишчилири болуп һесаблиниду. Бу ширкәт уларниң барлиқ тор һесаблирини башқуриду. Улар бу тор чолпанлири билән тохтам түзиду вә уларниң видийолирини хитайда чәкләнгән йотуб қатарлиқ супиларға чиқириду. Бу ширкәтниң чиқарған мәзмунлири болса хитай һөкүмити тәрипидин башқурулиду. Шуңа бу ширкәтниң ичидә партийә комитети бар. Бу ширкәтләр пүтүнләй хитай компартийәсиниң тәшвиқатини алға сүриду. Улар хитайниң яхши образлири яритилған бу видийоларни чәт әл тор бәтлиридә тарқитиду.”

Доклатта көрситилишичә, хитай һөкүмити гәрчә хитай ичидә йотуб қатарлиқ тор бәтләрни чәклисиму, әмма уни ташқий дуня билән болған идийәви риқабәттики муһим җәң мәйдани дәп қарайдикән. Хитай һөкүмити йеқинқи йилларда чәт әлләргә йүзләнгән тәшвиқат ишлирида чәт әл иҗтимаий алақә супилирини ишлитишни қаттиқ күчәйткән. Нәтиҗидә дәсләптә хитай ичидики видийо һәмбәһирләш супилирида тарқитиливатқан тәшвиқат видийолирини йотуб вә тивиттерни өз ичигә алған супиларда тарқитишниму башлиған.

Мәзкур тәтқиқат оргини өзиниң доклатида йотуб торини асас қилған болуп, улар дуняға даңлиқ болған бу тор суписида хитайниң тәшвиқат видийолирини тарқитидиған 18 һесабатни ениқлап чиққан. Бу һесабатларниң тор абонтлири адәттә 200 йүз миң әтрапида икән. Мәзкур орган бу доклатни тәйярлаш үчүн бу һесабатлар тарқатқан 1741 видийони тәкшүргән.

Бу видийолардики асаслиқ персонажлар гүли абдүшкүр, хуршидәм абликим, сабирә сәмәт қатарлиқ уйғур тор чолпанлири вә башқа тибәт, моңғул, қазақ милләтлиридин талланған тор чолпанлири икән. Уларниң видийолири илгири хитайдики вейбо, шигуа қатарлиқ тор бәтләргә чиқирилған болса, әмдиликтә хитай тилида яки бәзидә ингилизчә тәрҗимә қилинип, йотуб ториға қоюлмақтикән. Уларниң абонтлири чәт әлләрдики хитайлар яки хитайчә билидиғанлардин һалқип, чәт әлликләргә кеңәймәктикән.

“бу тор чолпанлириниң видийолирида нурғун мәзмунлар бар, уларниң бәзи видийолири кишигә наһайитиму тәбиий вә чиндәк тәсир бәрсиму, әмма уларниң бәзи видийолири ениқла тәшвиқатни нишан қилған. Улар бу видийолирида бивастә хәлқараниң хитайниң кишилик һоқуқ дәпсәндичилики һәққидики әйибләшлиригә қарши чиқиду. Хитайда кишилик һоқуқ дәпсәндичиликиниң мәвқутлуқини йоққа чиқириду. Йәнә техи мәҗбурий әмгәк мәсилисниму инкар қилиду. Бундин башқа йәнә уларниң видийолирида һөкүмәт тәшәббус қиливатқан милләтләр ара тойлишиш яки аз санлиқ милләтләрниң хитайчә сөзлишишигә охшаш мәсилиләрниңму тәшвиқ қилиниватқанлиқини көрисиз. Қисқиси, уларниң видийолирида һөкүмәт алға сүрүватқан сиясәтләр алға сүрүлиду.”

Доклатта көрситилишичә, бу һесабатлар тарқатқан видийоларда йәнә уйғур аяллириниң узун сумбул чачлирини қоюветиши һәмдә пиланлиқ туғут сиясити илгири сүрүлгән мәзмунларму бар болуп, булар һәммиси хитай һөкүмитиниң районда йолға қоюватқан сиясәтлири билән бирдәк икән.

Дария ханимниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити уйғурларға қарши инсанийәткә қарши җинайәт өткүзиватқанлиқи һәққидә нурғун хәлқаралиқ кишилик һоқуқ органлири, тәтқиқат мәркәзлириниң бесимиға учриған вә һәтта йеқинда бирләшкән дөләтләр тәшкилати кишилик һоқуқ кеңишиниң доклатидиму бу әйибләшләрниң асассиз әмәслики дәлиллгәндин кейин, бундақ тәшвиқат һәрикәтлириниң салмиқини бирақла ашурған. Униң үстигә хитай һөкүмити тәшвиқат услубини өзгәртип, уни уйғур қатарлиқ милләтләрдин талланған тор чолпанлириниң ағзи билән тарқатқан. Көрүнүшкә шәхсий һесабаттәк билинидиған бу тор чолпанлирини қоллиниш бу тәшвиқатларниң абонтларни қайил қилиш күчини ашурған.

У мундақ дәйду: “хитай һөкүмитиниң тәшвиқат услублири барғансери тәрәққий қиливатиду. Қарисиңиз иҗтимаий алақә тор бәтлиридә хитай һөкүмитиниң органлири, орган хадимлири вә шундақла хитай һөкүмитиниң ахбарат органлири һәр хил мәзмунларни чиқириду. Әмма уларниң һөкүмәт оргини болғанлиқи ениқ болғачқа, чиқириватқан мәзмунлири бәк чоң тәсир көрситәлмәслики мумкин. Әмма юқиридикидәк тор чолпанлириниң шәхси һесаватлири арқилиқ тәшвиқатини алға сүрүш интайин юмшақ вә қайил қиларлиқ болиду. Чүнки адәттики адәмләр бу тор чолпанлириниң хитай компартийәси билән болған мунасивитини, уларниң кәйнидики хитай компартийәси башқурушидики органниң қолини көрүп йетәлмәйду. Шуңа кишиләр бу тор чолпанлириниң адәттики пуқралар икәнликигә ишиниду.”

Австралийә истратегийә вә сиясәт тәтқиқат мәркизиниң доклатида көрситилишичә, доклатта тәкшүрүп тәтқиқ қилинған уйғур вә тибәт тор чолпанлири хитай даирилири тәрипидин әстайидил тәкшүрүлүп, сиясий җәһәттә ишәнчлик дәп бекитилгән кишиләр икән. Улар ишлигән видийолар алди билән шу кишиләрниң өзи тәрипидин наһайити еһтиятчанлиқ билән ишләнгәндин кейин, ютуб торида елан қилиништин бурун чоқум “MCN” ширкити вә дөләт ичидики син супилириниң назаритидин өтидикән. Һәтта тәтқиқ қилинған өрнәкләрниң биридә, бу чегра район тор чолпанлири ишлигән видийониң бивастә һалда дөләт тәрипидин һавалә қилинғанлиқини көрүвалғили болидикән. Видийолардики уйғур тор чолпанлири илгири хитайчә сөзлигән болса һазир бивастә ингилизчә сөзләп туруп, видийо ишләйдиған тор чолпанлириму барлиққа кәлгән. Уларниң хитай тәшвиқатини қилидиған чәт әллик тор чолпанлири биләнму бирликтә ишлигән видийолири бар икән.

Тәтқиқатчи дария ханим сөзидә бу тор чолпанлириниң хитай һөкүмитиниң сахта тәшвиқатини илгири сүрүштики үнүмлүк қорали икәнликини нәзәрдә тутқанда, бу тор чолпанлири тохтам түзүп ишләватқан “MCN” гә охшаш ширкәтләрниң чәт әл тор бәтлиридә видийо чиқиришиға йол қоюлмаслиқи керәкликини тәкитлиди.

У мундақ деди: “иҗтимаий тор супилириниң тәшвиқат видийолирини пәрқләндүрүши вә башқуруши қейин. Шуңа бизниң бу йәрдә тәвсийә қилидиғинимиз, бу тор чолпанлирини тохтам түзүп ишлитиватқан ширкәтләрниң йотуб вә башқа чәт әл тор бәтлиридә паалийәт көрситиши вә видийолиридин пайда елишиға йол қоюлмаслиқи керәк. Чүнки бу бивастә һалда хитай һөкүмитиниң сахта учур тарқитиш һәрикитини қоллиғанлиқ болуп һесаблиниду. Йәнә бу бу һесаватларға чоқум ‛дөләт апаратлириға четишлиқ һесабатлар‚ дәп ениқ бәлгә қоюлуши керәк. ютуб тори болса хитайниң MCNширкити билән һәмкарлишишни тохтитип, уларниң видийолирини елан қилмаслиқи керәк.”

Австралийә истратегийә вә сиясәт тәтқиқат мәркизи (ASPI) доклатиниң ахирида юқириқи тәвсийәләрни бәргәндин сирт, йәнә хитай һөкүмитиниң чегра район тор тәшвиқатчилирини қоллинип туруп, өз тәшвиқатини вә сахта учур тарқитиш һәрикитини давамлиқ күчәйтишни көзләватқанлиқини әскәрткән. Униңда мунулар тәкитләнгән: “һазирчә бу тор чолпанлириниң тәсир даириси асасән дуняниң һәрқайси җайлиридики хитай җамаити билән чәклинип қалған болсиму, әмма хитай һөкүмитиниң иҗтимаий таратқулардики мәзмунға қаритиватқан контролиниң давамлиқ күчийишигә әгишип, қаримаққа һәқиқийдәк көрүнидиған бу һесабатлар дуняға тарқилиши мумкин.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.