Афғанистан президенти үрүмчини зиярәт қилди

Афғанистан президенти һамид кәрзәй чаршәнбә күни үрүмчи зиярити давамида , үрүмчидики бир қанчә юқири техникилиқ ширкәтләрни зиярәт қилди.

Һамид кәрзәйни уйғур аптоном райониниң рәиси исмайил тиливалди күтивалди һәмдә икки тәрәп иқтисадий һәмкарлиқ мәсилилиридә сөһбәтләшти. Һамид кәрзәй болупму бу йәрдики юқири техникилиқ ширкәтләрниң қуяш вә шамал енергийисидин үнүмлүк пайдиланғанлиқидин тәсирләнгәнликини билдүрди.

Исмайил тиливалди афғанситанниң уйғур ели билән ортақ чеграға игә йеқин хошна дөләт һесаблинидиғанлиқини әскәртип, афғанситан билән болған һәмкарлиқни техиму күчәйтишни үмид қилидиғанлиқини ипадилиди. Америка 2001‏- йили афғанситанда талибан һакимийитини ағдурғандин буян, хитай һөкүмити афғанситан билән болған мунасивәтни яхшилаш үчүн нурғун тиришчанлиқларни көрсәтти.

Һамид кәрзәй хитай рәиси ху җинтавниң тәклипигә бинаән бу зиярәтни елип барған һәмдә өткән һәптә шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң шаңхәйдә ечилған башлиқлар йиғиниға қатнашқан иди. Бәзи көзәткүчиләр, хитайниң афғанистанға йеқинчилиқ қилишиниң афғанистанни оттура вә ғәрбий асиядики нефитқа еришиш йолидики муһим түгүн дәп қариғанлиқидин икәнликини билдүрмәктә. (Пәридә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org