Һамид кәрзәй хитай билән көп тәрәплимилик келишим түзди
2006.06.19
Хитайни зиярәт қиливатқан афғанистан президенти һамид кәрзәй дүшәнбә күни бейҗиңда хитай дөләт рәиси ху җинтав билән учришип, хитай- афғанистан мунасивәтлирини техиму күчәйтиш мәсилиси үстидә сөһбәт елип барди.
Шинхуа агентлиқиниң хәвәр қилишичә, учришиш җәрянида хитай дөләт рәиси ху җинтав афғанистан президенти һамид кәрзәйгә, хитай вә афғанистан мунасивәтлириниң йеңи бир тәрәққият басқучиға қәдәм қойғанлиқини билдүргән.
Икки дөләт рәһбириниң учришишидин кейин, хитай вә афғанистан оттурисида бирнәччә келишим имзаланған болсиму, әмма келишимләрниң маһийити һәққидә мәлумат берилмиди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң билдүрүшичә, хитай һөкүмити оттура асия районидики нефит мәнбәлиригә еришиш һәмдә уйғур мустәқилчилириниң бу райондики паалийәтлириниң алдини елиш үчүн, иқтисадий ярдәм вә мәбләғ селиш вәдилири арқилиқ район дөләтлири билән мунасивәтлирини күчәйтмәктә. Хәвәрдә ейтилишичә, хитай һөкүмити уйғур мустәқилчилириниң һәрикитини бастуруш мәқситидә 2001 - йилидин бурун йәни талибанлар һакимийитиниң америка һәрбий қисимлири тәрипидин гумран қилинишидин бурун, талибанлар һакимийити биләнму юшурун алақә қурған.
Талибанлар һакимийити ағдурулғандин кейин, афғанистан билән хитай оттуридики иқтисадий мунасивәтләр тез тәрәққи қилған болуп, тиҗарәт һәҗми 500 милйон долларға йәткән . Әмма афғанистан президенти һамид кәрзәйниң билдүрүшичә, бу содиниң асаслиқ қисими хитайниң афғанистанға қилған експорт маллиридин тәшкил тапидикән.
Кәрзәй, бу сәпири җәрянида уйғур аптонум райониниму зиярәт қилип, аптоном район рәһбәрлири билән сөһбәт елип бармақчи. (Қанат)









