Хитайда 70 миң киши қан бериш җәрянида әйдизни юқтурувалған


2005.11.30

Хитай сәһийә министириниң чаршәнбә күни билдүрүшичә, хитайда 70 миң киши қан бериш җәрянида әйдиз кесилини юқтурувалған.

Сәһийә министири гав чаң бу мәлуматларни әйдизниң алдини елиш хизмити мәсилисидә өткүзүлгән мәхсус ахбарат елан қилиш йиғинида оттуриға қойған болуп, униң ейтишичә, хитай, дуня сәһийә тәшкилати вә б д т ниң бирликтә елип барған тәкшүрүшигә асасланғанда, хитайниң 1998 ‏-йилдики "қан бериш қануни" ни елан қилиштин бурун қан бәргүчи вә қан қобул қилғучилардин болуп тәхминән 70 миң киши әйдиз вируси билән юқумланған.

90‏- Йиллири хитайда арқа‏-арқидин қан бериш җәрянида әйдиз кесилини юқтурувелиш әһвали көрүлгәндин кейин, һөкүмәт 1998‏- йили "қан бериш қануни" елан қилип, қан бериш органлири вә қан бериш җәрянлириға болған контроллуқни күчәйткән.

Хитай сәһийә министири һөкүмәтниң һазир 98‏- йилдин авалқи әйдиз бимарлирини һәқсиз давалаш вә әйдиз йетим балилирини һәқсиз оқутуштәк тәдбирләрни қоллунуватқанлиқини билдүрди.

Қан бериш җәрянида әйдиз билән юқумланған нурғун кишиләр хелидин бери һөкүмәттин нарази болуп, һөкүмәтниң уларға көңүл бөлмигәнликини, униң әксичә уларни чәткә қеқип кәмситкәнлкини әйибләп кәлгән. (Пәридә)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.