Хитай университетлири дуняниң арқида қалмақта


2007.04.10

Хитай һөкүмәт даирилириниң ашкарилишичә, йеқинда хитайдики мәлум бир тәтқиқат оргини дунядики 100 чоң биринчи дәриҗилик мәктәпләр тизимликини елан қилған. Лекин хитайдики һечқандақ мәктәп тизимликтики бу 100 мәктәпниң ичигә кирәлмигән. Көзәткүчиләр "илмий тәтқиқат әркинликиму болмиған муһит астида, хитай университетлириниң дунядики биринчи дәриҗилик мәктәпләр арисиға кирәлиши һәргизму мумкин әмәс" дәп билдүрмәктә.

Йеқинқи йиллардин буян, хитайниң бейҗиң вә шаңхәй қатарлиқ шәһәрлиридә, бир қисим алий мәктәп рәһбәрлири "қисқа вақит ичидә, дуня сәвийисигә йетишимиз" дәп дунядики вә шундақла хитайдики даңлиқ мәктәпләрни тизип чиқип, бу һәқтә түрлүк паалийәтләрни елип барған. Лекин көзәткүчиләр "бундақ қилиш арқилиқ дуняниң алдиға өтимиз дегәнлик бәкму наданлиқ. Һазирқи мәсилә хитайдики һәрқандақ алий мәктәпниң илмий тәтқиқат саһәсидә қилчә әркинлик йоқ, илим ‏- пән игилири үчүн әркин сөзләш, әркин йезиш вә әркин тәтқиқат қилиш имканийити болмиған шараитта, қандақму дуняниң алдиға өтүш мумкинчилики болсун! ‏- дәп көрсәтмәктә.

Мунасивәтлик матирияллардин мәлум болушичә, һазир хитайдики һәрқандақ алий мәктәп оқутуш материяллири һәтта оқутқучиларниң илмий мақалилири 4 чоң асасий принсипни биринчи орунға қойидикән , йәни компартийиниң рәһбәрликини, сотсиялизмни , маркисизм , ленинизм вә мав зедоң идийиси вә шундақла пролетарият диктаториси дегәндәкләрни биринчи орунға қоюп, оқутуш материял вә илмий мақалиларни шу асаста нәшр қилидикән. (Меһрибан)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.