Америка - хитай кишилик һоқуқ сөһбити үнүмлүк нәтиҗә бәрмиди
Мухбиримиз әқидә хәвири
2008.05.27
2008.05.27
Америка ташқи ишлар министирлиқиниң демократийә, кишилик һоқуқ вә әмгәк ишлириға мәсул ярдәмчи минстири девид кремәр дүшәнбә күни бейҗиңда мухбирларға бәргән баянатида, хитай рәһбәрлири билән елип барған сөһбити җәрянида, нурғунлиған мәсилиләрни оттуриға қойғанлиқини билдүрди. Лекин у хитай тәрәп билән елип берилған сөһбәтләрни үмидвар яки үмидсиз дәп тәсвирлийәлмәйдиғанлиқини тәкитләп, келәрки һәптиләр вә айлар ичидә йүз беридиған вәқәләр немә болидиғанлиқини көрситиду, деди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу қетимқи америка - хитай кишилик һоқуқ сөһбитидә, хитай үчүн наһайити сәзгүр мәсилиләр һесабланған, тибәт вә уйғурларниң вәзийити, диний әркинлик һәмдә хитайдики сиясий мәһбуслар мәсилиси қатарлиқ мәсилиләр музакирә қилинған.
Америка ташқи ишлар ярдәмчи минстири девид кремәр, хитай сәпириниң һарписида, дуня уйғур қурултийи вә уйғур америка бирләшмисиниң мәсуллири билән бир нәччә қетим учришип, улардин уйғурларниң нөвәттики әһвали һәққидә мәлумат алған һәмдә хитай һөкүмити билән елип берилидиған сөһбәтләрдә уйғурлар мәсилисиниң вә уларниң тәләплириниң чоқум оттуриға қоюлидиғанлиқини билдүргән.
Хитай америка оттурисидики кишилик һоқуқ сөһбити 2002 - йили үзүлүп қалған иди. Америка ташқи ишлар ярдәмчи министириниң ейтишичә, президент буш һөкүмити, хитай билән елип берилидиған сөһбәтләрниң нәтиҗә бәрмәйдиғанлиқини ойлап, бу сөһбәтләрни бикар қиливәткән икән. Лекин өткән йили бу сөһбәтләрни қайтидин башлашни қарар қилған.