Хитай ақ ташлиқ китабида америкини тәйвәнгә қорал сатмаслиққа агаһландурди
2005.09.01
Хитай һөкүмити пәйшәнбә күни һәрбий контроллуқ әһвали һәққидики ақ ташлиқ китабини елан қилип, америка һөкүмитини тәйвәнгә қорал сетип бәрмәсликкә агаһландурди.
Хитай ташқи ишлар министирлиқиниң қорал контрол қилиш бөлүминиң башлиқи җаң йән, тәйвән мәсилисиниң, хитайниң мәркизий мәнпәәтигә берилип тақилидиғанлиқини, шуңа хитай һөкүмитиниң, һәр қандақ бир дөләтниң тәйвәнгә башқурулидиған бомба мудапиә системисини сетип беришигә қарши туридиғанлиқини билдүрди.
Америка бирләшмә агентлиқиниң мәлум қилишичә, җаң сөзидә гәрчә америкини бивастә тилға алмиған болсиму, лекин һәммигә мәлум, америка тәйвәнниң бирдин-бир қоғдиғучиси һәмдә буниңдин сәл бурун, бир қисим америка әмәлдарлири тәйвәнгә башқурулидиған бомба мудапиә системисини сетип бериш тәклипини сунған иди.
Тәйвән мәсилиси, америка- хитай мунасивәтлиридики мүшкүл бир мәсилә болуп, америка һөкүмити нөвәттә иккила тәрәпкә еһтиятчанлиқ билән муамилә қилмақта. Лекин америка йәнила тәйвәнни қорал билән тәминлигүчи асаслиқ дөләт болуп, буш һөкүмити 2001 - йили тәйвән билән 18 милярд америка доллири қиммитидики һәрбий сода келишимини имзалиған. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Америка тәйвәнгә сетип бәргән уруш парахотини бу йил йәткүзмәкчи
- Тәйвән, дунядики сиясий тәсирини юқири көтүрүш үчүн хәлқаралиқ бир тәшкилат қурған
- Тәйвән б д т ниң икки қирғақ вәзийитини тәкшүрүшини тәләп қилди
- Тәйвәнниң муавин президенти лү шюлйән, икки қирғақ мунасивити һәққидә тохталди
- Америка армийиси хитай - русийә һәрбий маневирини диққәт етибари билән көзитиду