Тәйвән хитайниң "дөләтни парчилашқа қарши туруш қанун лайиһиси" гә қәтий қаршилиқ билдүрди


2005.03.08

Хитайниң мәмликәтлик хәлқ қурултийи сәйшәнбә күни тәйвәнгә қаритилған "дөләтни парчилашқа қарши туруш қанун лайиһиси" ни рәсмий оттуриға қоюп музакирә қилди. Тәйвән болса бу қанун лайиһисигә қәтий қарши туридиғанлиқини билдүрди.

Ғәрб мәтбуатлириниң билдүрүшичә, хитай хәлқ қурултийи даимий комитетиниң муавин мудири ваң җавго " дөләтни парчилашқа қарши туруш қанун лайиһиси" ни чүшәндүрүп, хитайниң тинч һалда тәйвән билән бирликкә кәлтүрүшкә тиришидиғанлиқини билдүргән. Әмма у йәнә тәйвән мустәқиллиққа қарап маңған шараитта, " тинчлиқсиз" вастиларни қоллиништин баш тартмайдиғанлиқини көрсәткән.

Тәйвән чоң қуруқлуқ ишлири комитетиниң баянатчиси чю тәйсән хитайниң мәзкур қанун лайиһисигә қәтий қарши чиқип, "бу хитайниң қорал күчи билән тәйвәнни йүтивелиш нийитини ашкарилайду. Бу қанун лайиһиси әмелийәттә хитай һәрбий даирилиригә тәйвәнгә қораллиқ һуҗум қилишниң йол хетини йезип бәргәнлик" - деди.

Хәвәрләргә қариғанда, хитайниң " дөләтни парчилашқа қарши туруш қанун лайиһиси" киләр дүшәнбә күни авазға қоюлиду. Бу арида, тәйвән һәрбий даирилири баянат елан қилип, бу йил априлда кәң көләмлик һәрбий мәшиқ елип баридиғанлиқини җакарлиди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.