Чен шуйбйән билән ма йиңҗюниң сөһбәт хатириси (2)


2006.04.07

Майиңҗю әпәндиниң америкиға сәпири

Тәйвәндики гоминдаң партийисиниң йеңи рәиси ма йиңҗю әпәнди 3 ‏- айниң 19 ‏- күнидин 29 ‏- күнигичә америкиниң вашингтон, нюйорк, лос анҗилис шәһәрлирини зиярәт қилған иди. Ма йиңҗю әпәнди тәйвәнгә қайтип кәлгәндин кейин, у тәйвән президенти чен шуйбйән билән сөһбәт өткүзүп, учур вастилири алдида өзлириниң көз қарашлирини ашкарилиди. Мулаһизичиләрниң баян қилишичә, чен шуйбйән билән ма йиңҗюниң сөһбити чоң қуруқлуқтики коммунистик партийиниң рәиси хуҗинтав америкини зиярәт қилиш алдида турғанда өткүзүлгәнлики техиму әһмийәтлик болди. Бу сөһбәт арқилиқ кишиләр тәйвәндики көкчиләр билән йешилчиларниң көз қаришида қандақ ортақ ноқтилар вә йәнә қандақ охшимайдиған ноқтиларниң барлиқини бирқәдәр ениқ чүшәнмәктә.

Майиңҗю әпәнди тәйвән мәсилисигә болған қаришини билдүрди

Ма йиңҗю: тәйвәндә 'ана от йеқип балини көйдүридиған иш' чиқмиса демәкчимән ‏92 ‏- йилидики 'ортақ чүшәнчә' дегәнни кишиләрниң немә дәп атайдиғанлиқидин қәтий нәзәр, ‏-‏-‏-‏- дәп баянини давамлаштуриду ма йиңҗю әпәнди, ‏-‏-‏-‏- 'бир җуңго' дегән бу ортақ чүшәнчә аллиқачан оттуриға қоюлуп болған. Әгәр президент чен шуйбйән уни қобул қилидиғанла болса, чоң қуруқлуқниң уни қобул қилиш яки қилмаслиқи билән каримиз йоқ, улар қобул қилмиса, у өзиниң иши, бу уларниң хаталиқи болиду, ‏-‏-‏-дәп баянини давамлаштуриду ма йиңҗю ,‏-‏-‏- әгәр президент ли деңхуйниң тәшәббуси бойичә пәйда болған 92‏ ‏- йилидики ортақ чүшәнчә болмиса, 93 ‏- йилидики сингапор сөһбити болмайтти. Болтурқи лйән җән әпәнди билән ху җинтавниң сөһбитиму болмайтти. Икки тәрәп оттурисидики ихтилап мәсилисигә кәлсәк, ‏-‏-‏- дәйду ма йиңҗю, ‏-‏-‏-‏- чоң қуруқлуқниң бизгә қарита орунлаштуруватқан башқурулидиған бомбилири өзлүксиз көпийиватқанда, биз улар билән сөһбәт өткүзмәй, бәлки униңға қарши туридиған вәтәнпәрвәр бомба сетивалсақла боламду? бу қандақ сиясәт қоллиниш мәсилисигә тақилиду. 'Бирликкә кәлтүрүш қанунини бикар қилиш' дегән мәсилигә кәлсәк, ‏-‏-‏- дәйду ма йиңҗю әпәнди , ‏-‏-‏- президент чен шуйбйән бу ишта чоң қуруқлуқ тәрәптин тәйвәнгә қарита орунлаштурған башқурулидиған бомба мәсилисини сәвәб қилип көрситиватиду. Әмәлийәттә бу һадисә бултур йүз бәрди. Чен шуйбйән чоң қуруқлуқниң 'бирликкә кәлтүрүш қанунини бикар қилиш' ни оттуриға қоюп икки тәрәп мунасивитидә җиддийлик пәйда қилди. Америкиму бизгә бирликкә кәлтүрүш җәмийитини әмәлдин қалдурушқа болмайду, деди. Шундақ туруқлуқ, чен шуйбйән йәнә бундақ вастә қолланмиса зади болмамти? чоң қуруқлуқниң 'тәйвән җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң айрилмас земини' дегинигә биз қошулмаймиз. Бу һәқтә ху җинтавму лйән җәнгә вәдә бәргән. Президент чен шуйбйәнму бу йолни синап бақса болмамду? ‏-‏-‏-дәйду ма йиңҗю әпәнди, ‏-‏-‏- бизгә зөрүр болғини бир тәрәптин сиясий сөһбәт елип берип җиддийликни пәсәйтиш, йәнә бир тәрәптин һәрбий қорал сетивелиштин ибарәт. Гоминдаң партийиси қорал сетивелишқа қарши турмайду. Сиясий җәһәттә чоң қуруқлуқ тәрәптин тосалғу болса, йолни гоминдаң ачсун. Биз һәр иккилимиз тәйвәнни сөйимиз, тәйвәнниң мәнпәәтини алдиниқи орунға қойимиз. Президент чен шуйбйән 'коммунистик партийигә ишәнгили болмайду' дәйду, әмәлийәттә гоминдаң улар билән узун йил елишқан, биз уларни техиму яхши билимиз. Һазир тәйвәндики содигәрләр ишләпчиқиришни чоң қуруқлуққа , истимални тәйвәнгә орунлаштурмақта. Бу һәр икки тәрәпкә пайдилиқ. Әгәр қатнаш қолайсизлашса, ишқа дәхл йетип, улар пүтүнләй чоң қуруқлуққа көчүп кетишкә мәҗбур болмамду? мениң бүгүн бу йәргә келип чен шуйбйән әпәнди билән сөзлишишимгә көкчиләр қошулмайду. ‏-‏-‏- Дәйду ма йиңҗю әпәнди, ‏-‏-‏-‏- әмма мән йәнила президент чен шуйбйәнгә чүшәнчә беришни қарар қилдим. Растини ейтқанда, һазир тәйвән хәлқи 'бирлик' яки 'мустәқиллиқ' дегән темида муназирә қилипла олтурушни халимайду. Һазир тәйвәндә 38 чоң ширкәт давамлиқ тәйвәндә турушни халимай, хоңкоңдики пай базириға кирди. Президент чен шуйбйән һоқуқ тутуватқан ахирқи икки йилида иқтисадий җәһәттә чоңрақ иш қилип, тәйвәнни җанландурса , өзимизниң бу дөлитидә 'ана от йеқип балини көйдүридиған иш' чиқмиса демәкчимән.

‏Чен шуйбйән әпәндиниң тәйвән мәсилиси үстидики қариши

‏Чен шуйбйән: гоминдаң партийиси коммунистларниң йеңи қилтиқиға чүшүп қалмиғай, демәкчимән рәис ма йиңҗюға рәһмәт, -‏-‏- дәйду тәйвән президенти чен шуйбйән, ‏-‏-‏-‏- тәйвән дегән өзимизниң дөлити. Бу дөләттә биз үчүн һазир 'бирлик' яки 'мустәқиллиқ' дегән темида муназирә қилишниң һаҗити йоқ. Қорал сетивелиш, асасий қанун ислаһати елип бериш дегән ишларниң һәммиси тәйвәндики демократийә үчүн. Әмма чоң қуруқлуқниң асасий қануниға ‏-‏-‏-дәйду чен шуйбйән, ‏-‏-‏- 'тәйвән җуңхуа хәлқ җумһурийитиниң муқәддәс земини' дәп йезилғанлиқини рәис ма йиңҗю ениқ билиду. Бундақ муәййән ибарини көрмәсликкә селиш мумкин әмәс. Бундақ әһвалда, биз һазир қиливатқан ишларниң һәммиси тәйвәнниң кәлгүси үчүн , тәйвәндики демократийини қоғдаш үчүн болуватиду. 92 ‏- Йилидики 'ортақ чүшәнчә' дегән мәсилигә кәлсәк. Пикирни қандақ сөз билән ипадиләш муһим әмәс, асасий қанун тәртиви буйичә иш қилиш муһим. Әмәлийәттә шу 'ортақ чүшәнчә'дә гоминдаң партийиси өзи 'бир җуңгони һәр икки тәрәп өз чүшәнчиси буйичә ипадиләйду' дегән иди. Мән президент болуш сүпитим билән бу ортақ чүшәнчигә қошулимән. Әмәлийәттә бу җәһәттә тәйвәндики минҗиңдаң вә гоминдаң партийилири билән чоң қуруқлуқтики комунистик партийә оттурисида һечбир ортақ чүшәнчә болған әмәс. Лекин лйәнҗән әпәнди шаңхәйгә барғанда, хуҗинтав 'бир җуңгони һәр икки тәрәп өз чүшәнчиси буйичә ипадиләш'кә қошулди дәп елан қилди. Әмма шуниңдин кейинму чоң қуруқлуқтики коммунист һөкүмити бу гәпни әмәс, бәлки кона гепини сиҗил давамлаштуриватиду. Гоминдаң партийииси буни көрүп туруп, бу мәсилидә бизни әйиблисә, бундақ әйибләш тәйвәнниң кәлгүси үчүн ейтқанда адил болмайду. Мән бу мәсилидә, гоминдаң партийиси коммунистларниң йеңи қилтиқиға чүшүп қалмиғай, демәкчимән. (Давами бар) (вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.