Християн мухлиси уйғур елидә бихәтәрлик хадимлири тәрипидин уруп яриландурулди‎


2005.10.20

Уйғур елиниң қәшқәр вилайитидики християн мурити туң чимяв йеқинда диний етиқади ‎сәвәбидин йәрлик дөләт бихәтәрлик идариси хадимлири тәрипидин сораққа тартилип, уруп ‎яриландурулди.‎

Америкидики хитайға ярдәм бериш җәмийитиниң ашкарилишичә, қәшқәр вилайәтлик ‎дөләт бихәтәрлик идарисиниң хадимлири 9 - айниң ахирлири християн мурити туңни сораққа ‎тартип, униң қайси йәрдә диний йиғилиш өткүзидиғанлиқи, кимләр билән алақиси барлиқини ‎қистап сориған. Туң соаллириға җаваб бәрмигәнликтин, бихәтәрлик хадимлири уни уруп ‎мәйдә сөңикини сундуривәткән. ‎

Буниңдин сирт, униң яриси әслигә кәлмигән шараитта, у давалиниватқан қәшқәр иккинчи ‎хәлқ дохтурханиси униң дохтурханидин чиқип кетишини тәләп қилған. Униң қәшқәр җ х ‎идарисиға сунған әрзиму ақмиған. ‎

Шуниң билән бир вақитта, қәшқәр баҗ даирилири туң чимявни қәшқәрдики аилә җиһазилири ‎дукинини 14 - өктәбиргичә тақашқа буйриған. Униң дилоси чәтәл мәтбуатлириниң ‎диққитини тартқандин кейин, қәшқәр бихәтәрлик даирилири йәнә уни әзәлдин қийин- қистаққа ‎елинмиғанлиқ һәққидики бир тилхәткә қол қоюшқа мәҗбурлиған. ‎

Хитайға ярдәм бериш җәмийитидики бо шичув әпәндиниң билдүрүшичә, бу, хитай ‎һөкүмити бу йил 6 - айда йеңи диний ишлар низамнамисини йолға қойғандин буян, ‎уйғур елидә иккинчи қетим кәң көләмдә диндарларни ахтуруп тутқун қилип, мунасивәтлик ‎кишиләрни қийин - қистаққа алғанлиқиниң бир мисали икән. ‎

Нөвәттә хитайдики атақлиқ үч қануншунас өзликидин туң әпәндигә қануний җәһәттин ‎йитәкчилик қилидиғанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)‎

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.