Хитай, америкиниң кишилик һоқуқини әйиблиди


2005.03.03

Америка ташқи ишлар министирлиқи дүшәнбә күни һәр қайси дөләтләрниң кишилик һоқуқ хатириси һәққидә доклат елан қилип, хитай һөкүмитиниң хәлқара террорчилиқтин пайдилинип, уйғур өктичилирини бастуриватқанлиқини билдүргән һәмдә кишилик һоқуқни давамлиқ түрдә дәпсәндә қиливатқанлиқини көрсәткән иди.

Ройтирс агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, хитай дөләт кабенти буниңға җавабән елан қилған доклатида, америка әскәрлириниң ирақ түрмисидики мәһбусларни харлаш қилмишлирини алаһидә тилға елип, "бу америкидики кишилик һоқуқниң қараңғу тәрипини ечип бериду"дегән. Улар доклатта йәнә, буш һөкүмитиниң намратлиқ, миллий кәмситиш қатарлиқ мәсилиләрни яхши бир тәрәп қилмиғанлиқини оттуриға қойған.

Хитай һөкүмити шундақла америкини өзидики еғир кишилик һоқуқ мәсилисигә диққәт қилишқа чақирип, башқа дөләтләрниң кишилик һоқуқ вәзийитини әйибләшни тохтутушни билдүргән.

Әмма хитай һөкүмити доклатта, америка президенти җорҗ буш қатарлиқларниң ирақ түрмисидики хорлашларни қаттиқ әйибләп, зиянкәшликкә учриғанлардин әпу сориғанлиқини тилға алмиған вә шундақла вәқәгә мәсул америка әскәрлириниң җазаға тартилғанлиқини әскәртмигән. Бир қисим паалийәтчиләр, гәрчә америкиниң кишилик һоқуқ саһәсидә мәсилиләр мәвҗүт болсиму, бирақ хитайниңкидин түптин пәрқлинидиғанлиқини билдүрмәктә. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.