Хитай сәһийә министирлиқи: җоңгода әйдиз билән юқумланғанлар 120 миңдин ашти
Хитай сәһийә министирлиқиниң елан қилишичә, бу йил 6 - айда хитай бойичә әйдиз вируси билән юқумланғанлар сани 126 миң 808 гә йәткән болуп, буларниң 28 миң 789 нәпири рәсмий әйдиз кесилигә гириптар болғанлар икән.
Хитай сәһийә министирлиқи юқумлуқ кесәлләрни контрол қилиш идарисиниң муавин башлиқи хе яң җүмә күни хитайда һазирға қәдәр 7375 кишиниң әйдиз кесили билән өлгәнликини мәлум қилди. У, бу учурларни әйдиз кесилидин сақлинишни тема қилған бир сәнәт кечиликиниң ахбарат елан қилиш йиғинида җакарлиған.
Хитайниң муавин сәһийә министири ваң лоңде, бу йил 3 - айда 2004 - йилниң ахирлириғичә хитайда әйдиз вируси билән юқумланғанларни 107 миң, рәсми әйдиз кесәллирини 24 миң, дәп елан қилған иди. Әмма көзәткүчиләрниң тәкитлишичә, бу сан хитайда әйдиз билән юқумланғанларниң аран 12.7 % Игиләйдикән.
Хитай әйдиз кесилиниң җиддий тәһдитигә дуч кәлмәктә. Болупму уйғур аптоном райони хитай бойичә әйдиз кесили әң тез тарқаватқан район һесаблиниду. Хе яңниң ашкарилишичә, 1 - дикабир дуня әйдиз күни мунасивити билән хитайда мәмликәт бойичә әйдизгә қарши сәнәт - тәшвиқат паалийити қанат яйдурулидикән. Бу паалийәтни б д т балилар фонди җәмийити, дуня сәһийә тәшкилати қатарлиқ органлар мәбләғ билән тәминлигән.
Мутәхәссисләрниң пәрәз қилишичә, әйдиз вируси билән юқумланғанлар 840 миң әтрапида болуп, рәсми әйдиз кесәллири 80 миңға йетиши мумкин. (Әркин)
Мунасивәтлик мақалилар
- Үрүмчидә әйдиз кесили тиз таралмақта
- Кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати хитайни әйдиз паалийәтчилиригә зиян салмаслиққа чақирди
- Америка хәлқара истратегийә тәтқиқат мәркизи уйғурлардики әйдиз әһвали тоғрисида тохталди
- Австралийә хитай билән бирлишип, уйғур елидә әйдизгә қарши паалийәтләрни күчәйтмәкчи
- Уйғур елидә әйдиз кесилини тәкшүрүш хизмити башланди