Ширак хитайдики зияритидә кишилик һоқуқ мәсилисидин өзини қачурди
2004.10.12
Хитайдики зияритиниң ахирқи күнини хоңкоңда аяқлаштурған франсийә презденти җәкс ширак, хитайға қаратқан сияситини йәнә бир қетим ақлиди һәмдә кишилик һоқуқ мәсилисидин өзини қачурди.
Америка бирләшмә ахбарат агентлиқиниң хәвиридә көрситилишичә, ширак сәйшәнбә күни хоңкоң алаһидә район мәмурий башлиқи доң җийәнхуа билән көрүшүп, “ биз мәсилиләргә риал вә әмлийәттә қандақ болса шундақ қаришимиз керәк” деди.
Ширак йәнә доңҗийәнхуа билән мухбирларни күтивелиш йиғини чақирип, икки тәрәпниң сода алақисини техиму илгири сүрүш һәққидә сөз қилди. Шундақла ширак хитайдики зиярити давамида сода мунасивәтни алаһидә тәкитләп, кишилик һоқуқ мәсилисидин өзини тартип кәлди.
Ширак пәқәт өзиниң кишилик һоқуқ мәйданини омумийүзлүк шәрһиләп, дуняниң һәрқайси җайида кишилик һоқуқни қоғдашни зөрүр дәп қарайдиғанлиқини билдүрди. Шундақла у йәнә, франсийәдики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәливи бойичә хитайға бивастә кишилик һоқуқ мәсилисидә бесим ишләтмәстин, пәқәт хитайға түрмидики сиясий җинайәтчиләрниң тизимликинила сунуп қойди.
Франсийә презденти җәкс ширак йәнә, явропа бирликиниң хитайға қойған қорал-сетип бәрмәслик җазасини бикар қилишқа көп чиқарған болсиму, лекин явропа бирлики буни техи бикар қилмиди. (Пәридә)