Гоминдаң партийисиниң рәиси лйән җән хитайни зиярәт қилди
2005.04.26
Тәйвәндики өктичи партийә һесабланған гоминдаң партийисиниң рәиси лйән җән сәйшәнбә күни нәнҗиңға йитип келип, хитай чоң қуруқлиқиға қаратқан тарихи сәпирини башлиди.
Франсийә ахбарат агентлиқиниң хәвиригә қариғанда, лйән җән нәнҗиң айродромида хитай һөкүмәт әмәлдарлириниң қизғин қарши елишиға еришкән. Җяңсу өлкисиниң юқири дәриҗилик әмәлдарлири униңға мәхсус зияпәт орунлаштурған.
Лйән җән айродромда қилған сөзидә, гоминдаң партийисиниң икки қирғақ тинчлиқини илгири сүрүш үчүн, барлиқ тиришчанлиқини көрситидиғанлиқини билдүргән . У өзиниң бу қетимқи зияритиниң икки қирғақниң җиддий мунасивитини яхшилашни мәқсәд қилидиғанлиқини тәкитлигән.
Лйән җәнниң хитай зиярити, 1949 - йили хитайда ички уруш ахирлашқандин буянқи, гоминдаң рәһбириниң түнҗи қетим хитай чоң қуруқлиқини зиярәт қилиши болуп һисаблиниду.
Лйән җән тәйбей айродромидин айрилишниң алдида, нәччә йүзлигән тәйвән мустәқиллиқини қоллайдиған кишиләр, униң зияритигә қарши намайиш өткүзгән. Лйән җәнгә қарши турғучилар, униң қоллиғучилири билән өз- ара тоқунушушқан һәмдә лийәнҗәнни тәйвәнни сатти дәп әйиплигән.
Тәйвән президенти чин шүйбйән лйән җәнниң хитайни зиярәт қилишиға қарши туруп кәлгән иди. Бирақ, у сәйшәнбә күни өз мәйданини бираз юмшитип, лийән җәнгә тиләкдашлиқ билдүргән. Әмма у йәнә, икки қирғақта күчийиватқан тәһдид вә риқабәтләргә тақабил туруш үчүн, тәйвәндики күчләрниң чоқум иттипақлишиши керәкликини тәкитлигән. (Арзу)