Ху җинтав бойиң айрупиланини ясаш завутини зиярәт қилди
2006.04.19
Америкида зиярәттә болуватқан хитай дөләт рәиси ху җинтав чаршәнбә күни дунядики айрупилан ясаш саһәсиниң әң чоңи болған бойиң ширкитиниң айрупилан ясаш завутини зиярәт қилди.
Техи бир қанчә күнниң алдида хитай һөкүмити америкидин 4 йерим милярд америка доллири қиммитидики 80 данә бойиң айрупиланини сетивелиш келишимини имзалиған иди. Бойиң ширкити һәтта, хитайлар әнәнисидә 8 дегән рәқәмни яхши көргәнлики үчүн бу айрупиланларни бурунқи бойиң 747 дин бойиң 787 қилип ясап беришкә қошулған.
Ху җинтав сәйшәнбә күни америкиға қәдәм қойған күни вашингтон шитатиниң сиятул шәһиридә майкрософт юмшақ детал ширкитиниң хоҗайини бил гейтсниң күтивелишиға еришти. Шу күни ху җинтав йәнә, майкрософт ширкитиниң баш шитабини зиярәт қилди һәмдә хитай һөкүмитиниң буниңдин кейин давамлиқ әқлий мүлүкни қоғдаш җәһәттә актип һәрикәт қилидиғанлиқини тәкитлигән.
Бил гейтс ху җинтавниң зиярити үчүн сәйшәнбә күни кәчтә өзиниң дачисида зияпәт оюштурған һәмдә буниңға вашингтон шитат башлиқи вә сиятул шәһәр башлиқиму қатнашқан. Ху җинтав чаршәнбә күни кәч америкиниң пайтәхти вашингтонға қарап йолға чиқиду. У пәйшәнбә күни ақ сарайда президент буш билән учрашмақчи. Шундақла икки тәрәп асаслиқи америкиниң хитайға пул ислаһати тоғрисида бесим ишлитиши, хитайниң кишилик һоқуқ хатириси, ташқи сода һәмдә шималий корийә вә иран мәсилилиридә сөһбәтлишиши мумкин. (Пәридә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Ху җинтав америкини зиярәт қилишқа башлиди
- Америка дөләт мәҗлиси хитайдин яң җйәнлини қоюп беришни тәләп қилди
- Ху җинтавға қарши намайиш уйғурлар билән тәйвәнликләргә қалди
- Ху җинтавға 'чәнлуң ғоҗамниң җини' чаплишипту
- Ху җинтавниң зиярити һарписида америкидики хитайға қарши тәшкилатлар наразилиқ паалийәтлири өткүзүшкә тәйярлиқ көрмәктә