Хитай баш министири вен җябав уйғур аптоном район вәкиллирини қобул қилди

Хитай баш министири вен җябав 10 ‏- нөвәтлик хәлқ қурултийиниң 4 ‏- омумий йиғинида, уйғур аптоном районидин мәзкүр йиғинға қатнишиш үчүн кәлгән вәкилләрни қобул қилип, уларға "шинҗаңдики һәр милләт хәлқи, пәқәт иттипақлашсила чоқум техиму чоң нәтиҗиләрни қолға кәлтүрәләйду" деди.

Хитай хәвәр ториниң 9 ‏- март күни бәргән хәвиригә қариғанда , вен җябав йәнә уйғур вәкиллириниң муһакимисигә бивастә қатнишип, хитай һөкүмити уйғур аптоном райониға рәһбәр қилип бекитип бәргән исмайил тиливалди, абдиршит қатарлиқларниң "11 ‏- бәш йиллиқ пилани" ни әмәлгә ашуруш һәққидики сөзлирини аңлиған.

Вен җя бав сөзидә йәнә, уйғур аптоном районидики пайдиланғили болидиған байлиқ мәнбәлирини үнүмлүк ечиш, маарип тәрәққиятини тезлитиш һәққидә алаһидә тохталған болуп, чәтәлләрдә паалийәт елип бериватқан уйғур тәшкилатлири, хитай һөкүмитиниң дәл мушу хил сиясити үстидин өз наразилиқини билдүрүп кәлмәктә, уларниң ейтишичә, хитай һөкүмити, уйғур аптоном райониниң байлиқидин пайдилинип , униңдин кәлгән пайдиниң 1 % ниму шу йәрниң игиси болған уйғур хәлқиниң еһтияҗи үчүн сәрп қилмайдикән. Вен җя бавниң маарип тәрәққиятини тезлитиш пикириниң маһийити болса , хитай һөкүмитиниң нөвәттә уйғур тилини йоқ қилип, маарипни хитайчилаштуруш арқилиқ уйғурларни пәқәт исми уйғур , әмәлйәттә хитайға айландуруш мәқсидини ишқа ашуруштин ибарәт икән.

Мәшһур кишилик һоқуқ паалийәтчиси рабийә қадир ханим, илгири өзиниң хәлқ вәкили болуп, сиясий кеңәш йиғиниға қатнашқанлиқини, уйғурларниң һәқиқий вәзийитини аңлатқанлиқи үчүн хитай һөкүмитиниң дүшминигә айлинип қалғанлиқини билдүрди. (Әқидә)

2025 M Street NW
Washington, DC 20036
+1 (202) 530-4900
uygwebnews@rfa.org