Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хитайни интернеткә болған контроллуқни тохтутушқа чақирди


2005.09.29

Баш штаби ню-йорктики хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, хитай һөкүмитиниң йеқинда интернеттики учурларниң алмишишини чәкләйдиған йеңи бәлгилимисини хәлқара пуқралар һоқуқи низамиға хилап дәп көрситип, хитай һөкүмитидин бу бәлгилимини дәрһал бикар қилишни тәләп қилди.

Хитай һөкүмити 25 - синтәбир күни "интернеттики хәвәр учурлар мулазимитини башқуруш бәлгилимиси" ни елан қилған иди. Мәзкур бәлгилимидә, барлиқ хәвәрләр чоқум " тоғра йөлүнүштә чиң туруши керәк" дәп көрситилгән. Униңда йәнә һөкүмәт муһим дәп қариған барлиқ мәсилиләрдә, хитайдики интернет тор понкитлириниң пәқәт һөкүмәт мәтбуатидики хәвәрләрнила тарқитишқа болудиғанлиқи бәлгиләнгән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлириға мәсул мудири әдәм баянатида "бу йеңи бәлгилимә хитайниң сиясий җәһәттә арқиға чекингәнликини көрситиду" деди.

Узундин буян тәнқидчиләр, хитай һөкүмитиниң пуқраларниң сөз әркинликини халиғанчә дәпсәндә қилп, " дөләт мәнпәәти" , " дөләт бихәтәрлики" дегәндәк мүҗимәл сөзләр билән, охшаш болмиған пикирни баян қилған кишиләрни бастуриватқанлиқини әйиблимәктә.

Хәлқара кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати баянатида йәнә, Yahoo, Microsoft вә гооглә қатарлиқ хәлқара интернет мулазимәт ширкәтлирини , хитайда пул тепиш үчүн хитай һөкүмитиниң пуқраларниң сөз әркинликини дәпсәндә қилишиға маслишиватиду дәп әйиблиди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.