Кишилик һоқуқ тәшкилати, хитайни кишилик һоқуқта өзгүрүш ясашқа чақирди
Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати 24 - авғуст күни, хитай һөкүмитидин 2008 - йили бейҗиңда өткүзүлидиған олимпик тәнтәрбийә мусабиқисиғичә,хитайниң кишилик һоқуқида өзгириш ясишини тәләп қилди.
29 - Авғуст күни, геритсийәдә, олимпик тәнтәрбийә мусабиқиниң йепилиш мурасими өткүзүлүп, бейҗиң шәһириниң вәкили олимпик тәнтәрбийә мусабиқисиниң байриқини тапшуруп алиду.
Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати, асия бөлүминиң мудири ядаңниң ейтишичә , хитай хәлқаралиқ олимпик тәнтәрбийә мусабиқисини өткүзүш үчүн нурғун мәсулийәтни зиммисигә елиши керәк , әгәр хитайда кишилик һоқуқ мәсилиси давамлиқ начарлашса, хитай хәлқара тәшкилатларниң тәнқидигә учрайду.
Хәлқара кишилик һоқуқ көзитиш тәшкилати тәрипидин тәсис қилинған "хитай олимпик көзитиш" тор бети, хитай һөкүмити ентернәт вә мәтбуатлар үстидики назарәтни бикар қилиши керәкликини , ишчиларниң әркин тәшкилат вә ишчилар уюшмиси қурушиға йол қоюши керәкликини шундақла йәнә олимпик қурулуши җәрянида аһалиниң көчүш һоқуқ - мәнпәәтигә капаләтлик қилиш керәкликини оттуриға қойди. (Әқидә)