Хитай һөкүмити мәдәний ядикарлиқларни қоғдаш үчүн көп мәбләғ аҗратти
Хитайниң қурулуш министирлиқидики әмәлдарларниң баян қилишичә, хитай һөкүмити йеқинда 2010 - йилиғичә тарихий шәһәр, мәһәллә қатарлиқ һәрхил мәдәний ядикарлиқларни қоғдаш үчүн 1 милярд юән мәбләғ аҗратқан.
Б б с ниң баян қилишичә, шаңхәй фудән университетиниң профессори лу җәнсуң бу һәқтә мулаһизә елан қилип, җуңгодәк бир нәччә миң йиллиқ мәдәнийәт әнәнисигә игә бир чоң дөләттә һазир тарихи шәһәр излиридин аран 109 и, тарихи мәһәллә излиридин 157 си қалди. Қалғанлири һөкүмәт йетәкчиликидики шәһәрләштүрүш һәрикити җәрянида оғрилиқчә қезилип бузғунчилиққа учриди. Униңдин оғриланған мәдәний ядикарлиқлар қараңғу базарда ашкара сетиливатиду.
Һөкүмәтниң 'мутәхәссисләрдин мәслиһәт елиш' дегини бир қуруқ шәкил болуп қалди, дегән. Униң қаришичә, җайлардики мәдәний ядикарлиқларни қоғдаш орунлиридики кишиләрни өлкә, шәһәр башлиқлири өзи бәлгиләп қойған болғачқа, улар юқиридин буйруқ кәлгәндә, мәдәний ядикарлиқларни қоғдаймән дәп чиң турушқа җүрәт қилалмиди.
Бу профессорниң қаришичә, һазир бейҗиңдин шиәнгичә созулған тарихи мәдәнийәт бәлвиғида, бурунқи тарихи изларни көргили болмайдиған әһвал шәкилләнди. Дуняда 'қәдими әл' дәп аталған бир чоң дөләт үчүн ейтқанда, бу бир номус қилишқа тегишлик һадисә. Һазир һөкүмәтниң мәдәний ядикарлиқларни қоғдаш үчүн мәбләғ аҗратқанлиқи яхши иш, әмма бу 'малларни йиртқучлар йәп болғандин кейин қотан салған' ға охшап қеливатиду. (Вәли)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур илидики 13 орун б д т қәдимий мәдәнийәт ядикарлиқлири тизимликигә киргүзүлди
- Германийидә уйғур ели мәдәнийәт һәптилики өткүзүлмәктә
- Кучарда бурун көрүлүп бақмиған қәдимқи қәбрә тепилған
- Қош тил маарип хәлқара илмий муһакимә йиғини үрүмчидә өткүзүлди
- Үрүмчи қош тиллиқ маарип бойичә хәлқаралиқ муһакимә йиғини ечилди
- японийидә оқуватқан уйғур оқуғучилар токйо қатарлиқ шәһәрләрдә йипәк йоли сәнәт кечилики өткүзгән
- Атақлиқ усулчи дилнар абдулла намида мәдәнийәт фонди җәмийити қурулди
- Тәклимаканниң өмүри һәққидә йеңи нәтиҗә мәйданға кәлди
- Хитай һөкүмити уйғур аптоном районида 'мәдәнийәт ядикарлиқлирини қоғдаш қануни'ни иҗра қилишқа башлиди