Хитай коммунистик партийә мәркизи комитети һөҗҗәт тарқитип җәмийәтниң муқимлиқи сақлашни тәкитлигән


2006.11.29

'Хитай учур мәркизи' ниң хәвәр қилишичә, йеқинда хитай коммунистик партийә мәркизи комитети һөҗҗәт тарқитип, зор күч билән җәмийәтниң муқимлиқи сақлашни тәкитлигән.

Хитай коммунистик партийә мәркизи комитети чүшүргән һөҗҗәттә, һазир хитайда җәмийәтниң муқимлиқиға тәсир йәткүзүватқан 4 хил амил, йәни 1‏-дин, америкиниң зомигәрлики вә мудахилә сиясити; 2 ‏- дин, ғәрп күчлириниң хитайда ғәрбләштүрүш вә парчилашни йолға қоюп, хәлқни өзигә майил қиливалғанлиқи; 3 ‏-дин, йәр-земинидин пайдилиниш вә аһалиларни көчүрүш қатарлиқ мәсилиләрдин пәйда болуватқан ички зиддийәт әһвали; 4 ‏- дин, чәтәлләрдики дүшмән күчләрниң һөкүмәтсиз тәшкилат нами билән ағдурмичилиқ қилиш әһвали қатарлиқ амиллар үстидә тәһлил йүргүзүлгән.

Хитай коммунистик партийә мәркизи комитети чүшүргән һөҗҗәттә , чегра сиртидики диний тәшкилатлар , фалунгуңчилар вә башқа бидәт күчләргә тақабил туруш үчүн тәшәббускарлиқ билән һуҗумға өтүш, баш көтәрсила зәрбә бериш, алди билән муш етиш, юқирий бесим һалитини давамлаштуруш лазим, дәп тәкитләнгән. (Вәли)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.